Күйләрниң күйи3uig_cyr

Бәшинчи ойлиниш — Шуламит қайта-қайта көргән «айрилиш» тоғрилиқ бир чүш {3:1-3:5}

1«Орун-көрпәмдә йетип, кечә-кечиләрдә, Җенимниң сөйгинини издәп тәлмүрүп яттим; Издидим, бирақ тапалмайттим;2Мән һазир туруп, шәһәрни айлинай; Кочиларда, мәйданларда, Җенимниң сөйгинини издәймән» — дедим; Издидим, бирақ тапалмайттим;3Шәһәрни чарлиғучи җесәкчиләр маңа учриди, мән улардин: — «Җенимниң сөйгинини көрдүңларму?» — дәп соридим.4— Улардин айрилипла җенимниң сөйгинини таптим; Уни анамниң өйигә, Өз қосиғида мени һамилдар болғанниң һуҗрисиға елип кирмигичә, Уни тутувелип қәтъий қоюп бәрмәйттим».
Шуламит Йерусалим қизлириға сөз қилиду
5«И Йерусалим қизлири, Җәрәнләр вә даладики маралларниң һөрмити билән, Силәргә тапилаймәнки, Муһәббәтниң вақит-саити болмиғичә, Уни ойғатмаңлар, қозғимаңлар».
Үчинчи хатирә: Әр-аял болуп бирлишиш үстидики ойлинишлар {3:6-5:1} •••• Алтинчи ойлиниш — Тойға сәпәр {3:6-3:11} •••• Йерусалим қизлири сөз қилиду
6«Бу зади ким, чөл-баявандин келиватқан? Ис-түтәк түврүклиридәк, Мүрмәкки һәм мәстики билән пуритилған, Әтирпурушниң һәр хил ипар-әнбәрлири билән пуритилған?»
Шуламит қизларға җавап бериду
7«Мана, униң тәхтиравани, У Сулайманниң өзиниңдур; Әтрапида атмиш палван жүриду, Улар Исраилдики батурлардиндур.8Уларниң һәммиси өз қиличи тутуқлуқ, Җәң қилишқа тәрбийиләнгәнләрдур; Түнләрдики вәсвәсиләргә тәйяр туруп, Һәммиси өз қиличини янпишиға асиду».
Шуламит сөзлирини давам қилиду — Сулайманниң той кечисигә тәйярлиған каривити
9«Сулайман падиша өзи үчүн алаһидә бир шаһанә сайивәнлик кариват ясиған; Ливандики яғачлардин ясиған.10Униң түврүклири күмүчтин, Йөләнчүки алтундин, Селинчиси болса сөсүн рәхттин; Ичи муһәббәт билән безәлгән, Йерусалим қизлири тәрипидин.11Чиқиңлар, и Зион қизлири, Сулайман падишаға қарап беқиңлар, Той болған күнидә, Көңли хошал болған күнидә, аниси униңға таҗни кийгүзгән қияпәттә униңға қарап беқиңлар!»