Күйләрниң күйи1uig_cyr

1«Күйләрниң күйи» — Сулайманниң күйи.
Биринчи қисим — Муһәббәтниң башлиниши •••• {1:2-5:1} •••• Биринчи хатирә — той күни үстидә болған ойлар {1:2-2:7} •••• Биринчи ойлиниш — Шуламит Сулайманниң ордисида — той зияпитигә тәйярлиниш {1:2-1:8} •••• Шуламит Сулайманға сөз қилиду
1«У отлуқ ағзи билән мени сөйсун; Чүнки сениң муһәббитиң шараптин шериндур.2Хушпурақтур сениң әтирлириң; Қуюлған пурақлиқ май сениң намиңдур; Шуңлашқа қизлар сени сөйиду. Көңлүмни өзүңгә мәһлия қилғайсән — Биз саңа әгишип жүгүрәйли! — Падиша мени өз һуҗрилириға әкиргәй!»
Йерусалим қизлири Сулайманға сөз қилиду
3«Биз сәндин хошал болуп шатлинимиз; Сениң муһәббәтлириңни шараптин артуқ әсләп тәрипләймиз».
Шуламит «Йерусалим қизлири»ға җавап қилиду
4«Улар сени дуруслуқ билән сөйиду». — «Қара тәнлик болғиним билән чирайлиқмән, и Йерусалим қизлири! Бәрһәқ, Кедарлиқларниң чедирлиридәк, Сулайманниң пәрдилиридәк қаримән.5Маңа тикилип қаримаңлар, Чүнки қаридурмән, Чүнки аптап мени көйдүрди; Анамниң оғуллири мәндин рәнҗигән; Шуңа улар мени үзүмзарларни баққучи қилди; Шуңа өз үзүмзаримни бақалмиғанмән».
Шуламит Сулайманға сөз қилиду
6«Һәй, җеним сөйгиним, дегинә, Падаңни қәйәрдә бақисән? Уни күн қиямида қәйәрдә арам алғузисән? Һәмраһлириңниң падилири йенида чүмпәрдилик аяллардәк жүрүшүмниң немә һаҗити?»
Сулайман Шуламитниң соалиға җавап бериду
7«И қиз-аяллар арисидики әң гүзили, әгәр сән буни билмисәң, Падамниң басқан излирини бесип меңип, Падичиниң чедири йенида өз оғлақлириңни озуқландурғин».
Иккинчи ойлиниш — той зияпитидики дәстихан үстидә болған ойлар •••• Сулайман Шуламитқа сөз қилиду
8«И сөйүмлүгүм, мән сени Пирәвнниң җәң һарвулириға қетилған бир байталға охшаттим;9Сениң мәңизлириң тизилған мунчақлар билән, Бойнуң марҗанлар билән гөзәлдур.10Биз саңа күмүч көзләр қуюлған, Алтундин зибу-зиннәтләрни ясап беримиз».
Шуламит Сулайманға сөз қилиду
11«Падиша той дәстихинида олтарғинида, сумбул мәлһимим пурақ чачиду;12Мениң сөйүмлүгүм, у маңа бир монәк мурмәккидур, У көкслирим арисида қонуп қалиду;13Мениң сөйүмлүгүм маңа Ән-Гәдидики үзүмзарларда өскән бир ғунчә хенә гүлидәктур».
Үчинчи ойлиниш — той һуҗрисида болған ойлар {1:15-2:7} •••• Сулайман Шуламитқа сөз қилиду
14«Мана, сән гөзәл, амриғим! Мана, сән шундақ гөзәл! Көзлириң пахтәкләрниңкидәктур!»
Шуламит Сулайманға сөз қилиду
15«Мана, сән гөзәл, сөйүмлүгүм; Бәрһәқ, йеқимлиқ екәнсән; Бизниң орун-көрпимиз йешилдур;16Өйимиздики лимлар кедир дәриғидин, Василиримиз арчилардиндур.