Вәһий
4
/
uig_cyr
Әрштики ибадәт
1
Андин мән қаривидим, мана, асманда бир ишик ечиқлиқ туратти. Мән тунҗа қетим аңлиған канай авазиға охшап кетидиған аваз маңа: «Бу яққа чиқ, саңа булардин кейин йүз бериши муқәррәр болған ишларни көрситәй» деди
2
вә дәрһал мән Роһниң илкидә болдум; мана, әрштә бир тәхт, тәхттә бир зат олтиратти.
info
3
Тәхттә олтарғучиниң қияпити йешил қашташ вә қизил квартсқа охшайтти. Тәхтниң чөрисини зумрәттәк бир һәсән-һүсән орап туратти.
info
4
Тәхтниң әтрапида йәнә жигирмә төрт тәхт бар еди. Тәхтләрдә ақ кийимләр билән кийингән, башлириға алтун таҗ тақалған жигирмә төрт ақсақал олтиратти.
info
5
Тәхттин чақмақлар чеқип, түрлүк авазлар вә гүлдүрмамилар аңлинип туратти. Тәхтниң алдида ялқунлап турған йәттә мәшъәл көйүп туратти; булар Худаниң йәттә Роһи еди.
info
6
Тәхтниң алди худди хрусталъдәк пақирап туридиған, сүзүк әйнәк деңиздәк еди. Тәхтниң оттурисида вә тәхтниң чөрисидә, алди вә кәйни көзләр билән толған төрт һаят мәхлуқ туратти.
info
7
Биринчи мәхлуқ ширға, иккинчи мәхлуқ буқиға охшайтти. Үчинчи мәхлуқниң йүзи адәмниң чирайиға охшайтти. Төртинчи мәхлуқ пәрваз қиливатқан бүркүткә охшайтти.
8
Төрт һаят мәхлуқниң һәр бириниң алтидин қанити бар еди; уларниң пүтүн бәдининиң чөриси һәтта ич тәрипиму көзләр билән толған еди; улар кечә-күндүз тохтимай: — «Муқәддәс, муқәддәс, муқәддәстур, Бар болған, һазирму бар һәм кәлгүсидиму Болғучи, Һәммигә Қадир Пәрвәрдигар Худа!» — дейишәтти.
info
9
Һаят мәхлуқлар тәхттә олтарған әбәдил-әбәт һаят Болғучини улуқлап, Униңға һөрмәт-шәвкәт вә тәшәккүр изһар қилғинида,
10
жигирмә төрт ақсақал тәхттә олтарғучиниң айиғиға жиқилип әбәдил-әбәт һаят Болғучиға баш қоюп сәҗдә қилатти, таҗлирини тәхтниң алдиға ташлап қоюп, мундақ дейишәтти: —
11
«Сән, и Пәрвәрдигаримиз вә Худайимиз, Шан-шәрәп, һөрмәт-шөһрәт вә қудрәткә лайиқтурсән. Чүнки Өзүң һәммини яраттиң, Уларниң һәммиси ирадәң билән мәвҗут еди вә яритилди!»
Powered by Seed Bible API
expand_more
Search
All books
Old Testament
New Testament
chevron_left
Previous Chapter
Books
search
Search
explore
Discover
share
Share
chevron_right
Next Chapter