Зәбур97uig_cyr

97-күй •••• Пәрвәрдигар пүткүл дунияға һөкүмранлиқ қилишқа келиду!

1Давут язған күй: —
Пәрвәрдигарға атап йеңи нахша ейтиңлар; Чүнки У карамәт мөҗизиләрни яратти; Униң оң қоли һәм муқәддәс билиги Өзигә зәпәр-ниҗат кәлтүрди.
2Пәрвәрдигар Өз ниҗатлиғини аян қилди; Һәққанийитини әлләрниң көз алдида ашкарә көрсәтти.3У Исраил җәмәтигә болған меһир-муһәббитини һәм һәқиқәт-садақитини есигә алди, Зиминниң чәт-яқилириму Худайимизниң ниҗатлиғини көрди.4Пәрвәрдигарға авазиңларни көтириңлар, пүткүл йәр йүзи; Тәнтәнә қилип авазиңларни көтириңлар, нахша ейтиңлар!5Пәрвәрдигарға чилтар челип нахша ейтиңлар, Чилтар билән, күйниң садаси билән!6Канай һәм сүнай авазлири билән, Падиша болған Пәрвәрдигар алдида тәнтәнә қилиңлар;7Деңиз-океан һәм униңға толған һәммә җуш уруп, Җаһан һәм униңда яшаватқанлар шавқунлисун!8Кәлкүн-ташқинлар чавак чалсун; Пәрвәрдигар алдида тағлар қошулуп тәнтәнә қилип нахша ейтсун;9Чүнки мана, У йәрни сорақ қилишқа келиду; У аләмни адиллиқ билән, Хәлиқләрни Өз һәқиқәт-садақитидә сорақ қилиду.