Зәбур94uig_cyr

94-күй •••• Һәқиқий ибадәт қилиш үчүн аңлаш керәк

1Келиңлар, Пәрвәрдигарни яңритип күйләйли, Ниҗатлиғимиз болған Қорам Тешимизға тәнтәнә қилайли!2Тәшәккүрләр билән униң алдиға келәйли, Униңға күйләр билән тәнтәнә қилайли!3Чүнки Пәрвәрдигар — бүйүк бир илаһтур, Пүткүл илаһлар үстидики бүйүк бир Падишадур.4Йәрниң тәглири Униң қолидидур, Тағларниң чоққилириму Униңкидур.5Деңиз Униңки, У уни яратқан; Қуруқлуқни Униң қоллири шәкилләндүрди.6Келиңлар, Униңға баш уруп сәҗдә қилайли, Пәрвәрдигар Яратқучимиз алдида тиз пүкәйли!7Чүнки У бизниң Худайимиздур, Биз болсақ Униң яйлиғидики хәлиқ, Униң қоли бақидиған қойлармиз. Бүгүн, әгәр Униң авазини аңлисаңлар,8Әйни чағларда Мәрибаһда болғандәк, чөл-баявандики Массаһда болған күндәк, Жүригиңларни җаһил қилмаңлар!9Мана шу йәрдә ата-бовилириңлар Мени синиди, испатлиди һәм қилғинимни көрди.10Мән қириқ жил шу дәвирдин бизар болуп: — «Булар көңлидә адашқан бир хәлиқтур, Мениң йоллиримни һеч билип йәтмигән» — дедим.11Шуңа Мән ғәзәплинип қәсәм ичип: — «Улар һәргиз Мениң арамгаһимға кирмәйду» — дедим.