Зәбур92uig_cyr

92-күй •••• Пәрвәрдигар қудрәтлик һөкүмрандур

1Пәрвәрдигар һөкүм сүриду! У һәйвәтни кийим қилип кийгән; Пәрвәрдигар кийингән, У белини қудрәт билән бағлиған; Бәрһәқ, шуңа дуния мәзмут қилинған, У тәврәнмәс әсла.2Сениң тәхтиң қедимдила бәрпа қилинған; Сән әзәлдин бар болғучисән!3Кәлкүн-ташқинлар өз садасини көтәрди, и Пәрвәрдигар, Кәлкүн-ташқинлар өз садасини көтәрди! Кәлкүн-ташқинлар урғучи долқунлирини жуқури көтәрди!4Көп суларниң шавқунлиридин, Деңиз-океандики қудрәтлик долқунлардин, Үстүн турған Пәрвәрдигар қудрәтликтур!5Сениң агаһ-гувалиқлириң немидегән ишәшликтур! Күнләр йоқ болғичә, и Пәрвәрдигар, Өйүңгә пак-муқәддәслик әбәдил-әбәт равадур.