Зәбур84uig_cyr
84-күй •••• Исраилниң үзүл-кесил товва қилиши үчүн меһри-шәпқәт тәләп қилиш
1Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: —Сән Өз зиминиңға илтипат көрситип, Яқупни сүргүнлүктин қайтурған едиң, и Пәрвәрдигар.3Хәлқиңниң қәбиһлигини кәчүрүм қилип, Барлиқ гуналирини япқан едиң. Селаһ.4Сән пүтүн қәһриңни ичиңгә қайтурувелип, Ғәзивиңниң әшәддийлигидин янған едиңсән.5Әнди бизни Өз йениңға қайтурғайсән, и ниҗатлиғимиз болған Худа! Бизгә болған аччиғиңға һай бәргәйсән!6Сән бизгә әбәдий ғәзәплинәмсән? Әвлаттин-әвлатқичә ғәзивиңни созамсән?7Хәлқиң Өзүңдин шатлиниши үчүн, Бизни қайтидин йеңилимамсән?8Бизгә өзгәрмәс муһәббитиңни көрсәткәйсән, и Пәрвәрдигар, Бизгә ниҗатлиғиңни ата қилғайсән!9Тәңри Пәрвәрдигарниң немиләрни дәйдиғанлиғиға қулақ салай; Чүнки У Өз хәлқигә, Өз мөмин бәндилиригә аман-хатирҗәмликни сөзләйду; Улар йәнә һамақәтликкә қайтмисун!10Зиминимизда шан-шөһрәтниң туруши үчүн, Дәрһәқиқәт, Униңдин әйминидиғанларға Униң ниҗатлиғи йеқиндур;11Өзгәрмәс муһәббәт вә һәқиқәт өз ара көрүшти; Һәққанийәт вә аман-хатирҗәмлик бир-бирини сөйүшти;12Һәқиқәт йәрдин үнүп чиқмақта, Һәққанийәт әршләрдин қарайду.13Пәрвәрдигар бәрикәт бериду, Зиминимиз һосулини бериду;14Һәққанийәт Униң алдида маңиду, Униң қәдәмлиригә йол һазирлайду!