Зәбур75uig_cyr

75-күй •••• Пәрвәрдигар әлләрдин һесап алиду

1Нәғмичиләрниң бешиға, тарлиқ сазларда челинсун дәп тапшурулған, Асафниң күй-нахшиси: — Йәһудада Худа тонулғандур; Униң нами Исраилда улуқдур.3Униң панаһий җайи Салемда, Зион теғида Униң макани бар.4У йәрдә У отлуқ оқларни, Қалқан, қилич һәм җәң қураллирини чеқип ташлиди. Селаһ.5Өзүң ов-олҗа тағлиридин нәқәдәр шәрәплик, нәқәдәр әласән!6Батурлар буланди; Улар узун уйқиға кәтти; Палванларниң һеч қайсиси өз қолини көтирәлмиди.7Сениң әйиплишиң билән, и Яқупниң Худаси, Җәң һарвуси һәм атлар өлүктәк ухлитилди.8Сәндин, Сәндин қорқуш керәктур; Ғәзәпләнгиниңдә ким алдиңда туралисун?9Йәр йүзидики барлиқ мулайим мөминләрни қутқузуш үчүн, Сән Худа сорақ қилишқа орнуңдин турған вақтиңда, Асмандин һөкүмни чиқирип аңлатқуздуң; Йәр болса вәһимигә чүшүп, сүкүт қилди. Селаһ.11Чүнки инсанларниң қәһри Саңа шөһрәт кәлтүриду; Уларниң қалған қәһри Саңа бәлвағ болиду.12Пәрвәрдигар Худайиңларға қәсәм қилип, әмәл қилиңлар; Униң әтрапидики жуттикиләр қорқуши керәк болғучиға һәдийәләр сунсун;13У әмирләрниңму роһини сундуриду; У йәр йүзидики падишаларға дәһшәтликтур.