Зәбур74uig_cyr

74-күй •••• Адил сорақчи Худа

1Нәғмичиләрниң бешиға «Һалак қилмиғайсән» дегән аһаңда оқулсун дәп тапшурулған, Асафниң күй-нахшиси: —
Саңа тәшәккүр ейтимиз, и Худа, тәшәккүр ейтимиз! Чүнки намиң бизгә йеқиндур; Буни, қилған карамәтлириң испатлап җакалайду.
3Мәнки Пәрвәрдигар: — «Мән бекиткән вақитни ихтияримға алғинимда, Адаләт билән сорақ қилимән;4Йәр һәм йәрниң үстидә туруватқанлар тәвринип турсиму, Униң түврүклирини турғузғучи Өзүмдурмән» — деди. Селаһ.5Махтанғанларға: — «Махтанмаңлар», Һәм рәзилләргә «Мүңгүзүңни көтәрмә» — дедим;6«Мүңгүзүңни жуқури көтәрмә; Бойнуңни қаттиқ қилип ғадийип сөзлимә!»7Чүнки көтирилиш шәриқтин яки ғәриптин әмәс, Яки җәнуптинму кәлмәйду;8Чүнки Худа сотчидур; У бирисини көтириду, бирисини чүшүриду.9Чүнки Пәрвәрдигарниң қолида бир қәдәһ туриду; Униңдики шарап көпүклишиватиду; У әбҗәш шарап билән толди; Худа униңдин төкиду; Дәрвәқә йәр йүзидики барлиқ рәзилләр униң дуғини қоймай ичиветиду;10Мән болсам, мәңгүгә гувалиқ беримән: — Яқупниң Худасиға күйләрни ейтимән.11«Мән рәзилләрниң мүңгүзлириниң һәммисини кесип ташлаймән; Бирақ һәққанийларниң мүңгүзлири көтирилиду!».