Зәбур70uig_cyr

70-күй •••• Қериғанда ейтқан дуа

1Сәндин, Пәрвәрдигардин панаһ тапимән; Мени һәргиз йәргә қаратмиғайсән.2Өз һәққанийлиғиңда мени қутулдурғайсән; Маңа қулақ салғайсән, Мени қутқузғайсән!3Маңа өзүм дайим панаһлинидиған туралғу қорам таш болғайсән; Сән мени қутқузушқа буйруқ чүшүргәйсән; Чүнки Сән егиз тешим, қорғинимдурсән.4Худайим, мени рәзилләрниң қолидин, Һәққанийәтсиз, рәһимсиз адәмдин азат қилғайсән;5Чүнки Сән мениң үмүтүмдурсән, и Рәб Пәрвәрдигар, Яшлиғимдин тартипла мениң таянчимдурсән;6Балиятқудики вақиттин башлап мән Саңа тайинип кәлдим, Өзүң мени анамниң қарнидин чиқарғучисән; Мәдһийәмниң темиси болса һәрдайим Сән тоғрилиқтур.7Мән нурғунларға ғәйрий яки карамәт саналдим; Чүнки Сән мениң мустәһкәм панаһгаһимдурсән.8Ағзим күн бойи мәдһийилириң һәм шан-шәрипиңгә толиду;9Әнди қериғинимда мени ташлимиғайсән; Мағдурум кәткинидә, мәндин ваз кәчмигәйсән.10Чүнки дүшмәнлирим маңа қарши сөзлишиду; Җенимни елишқа көзләватқанлар қәстлишип: —11«Худа униңдин ваз кәчти; Уни қоғлап тутувелиңлар, Чүнки қутулдурудиғанлар йоқтур» — дейишиду.12И Худа, мәндин жирақлашмиғайсән; И Худайим, маңа ярдәмгә тез кәлгәйсән!13Җенимға күшәндә болғанлар шәрмәндә болуп йоқитилисун; Зийинимға интилгәнләр рәсвалиқ һәм шәрмәндичилик билән қаплансун;14Бирақ мән болсам, изчил үмүттә болимән, Сени техиму мәдһийиләймән.15Һәққанийлиғиң, ниҗатлиғиң ағзимда күн бойи баян қилиниду; Булар сан-санақсиздур, билгинимдин көп артуқтур.16Мән Рәб Пәрвәрдигарниң бүйүк ишлирини җакалиған һалда келимән; Сениң һәққанийлиғиңни яд етип җакалаймән — Пәқәт Сениңкинила!17И Худа, Сән яшлиғимдин тартип маңа үгитип кәлгәнсән; Бүгүнгә қәдәр Сениң қилған карамәт ишлириңни җакалап келиватимән.18Әнди һазир мән қерип, ақ чачлиқ болғинимда, и Худа, Мән бу дәвиргә күчлүк билигиңни җакалиғичә, Келәр әвлатниң һәммисигә қудритиңни аян қилғичә, Мени ташливәтмигәйсән!19И улуқ карамәт ишларни қилған Худа, Һәққанийлиғиң пәләккә тақашти; Саңа кимму охшаш болалисун!20Сән маңа көп һәм еғир күлпәтләрни көрсәткән екәнсән, Мени қайтидин йеңилайсән, йәр тәглиридин қайтуруп елип чиқисән;21Сән мениң иззәт-һөрмитимни техиму жуқури қилип, Һәр тәрәптин маңа тәсәлли берисән.22Мән Сени раваб челип мәдһийиләймән, Сениң һәқиқитиңни мәдһийиләймән, и Худайим; Чилтар челип Сени күйләймән, и Сән, Исраилниң Муқәддиси!23Саңа күйләр ейтқинимда, ләвлирим тәнтәнә қилиду, Өзүң һөрлүккә чиқарған җенимму шундақ роһлинип ейтиду;24Тилим күн бойи һәққанийлиғиң тоғрисида сөзләйду; Чүнки маңа яманлиқ қилмақчи болғанлар йәргә қаритилип рәсва қилиниду.