Зәбур68uig_cyr

68-күй •••• Зор дәрд-әләм вә азаплардин кейинки ғәлибә

1Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Нилупәрләр» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған күй: —
Мени қутқузғайсән, и Худа! Сулар җенимдин өтти;
3Турғидәк җай йоқ чоңқур патқақлиққа чөкүп кәттим; Суниң чоңқур йеригә чүшүп кәттим, Кәлкүн мени ғәриқ қилди.4Пәрядлиримдин һалимдин кәттим; Галлирим қуруп кәтти; Худайимға тәлмүрүп, көзүмдин кетәй дәп қалдим;5Сәвәпсиз маңа өч болғанлар чачлиримдинму көптур; Мени йоқатмақчи болғанлар, Қара чаплап мән билән дүшмәнлишидиғанлар күчлүктур; Шу чағда өзүм булимиған нәрсини қайтуримән.6И Худа, мениң наданлиғим өзүңгә аян; Мениң қәбиһликлирим Сәндин йошурун әмәстур.7Мениң сәвәвимдин, и Рәб, самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Өзүңгә умид бағлап күткәнләр йәргә қарап қалмиғай; И Исраилниң Худаси, Өзүңни издигүчиләр мениң сәвәвимдин шәрмәндә болмиғай;8Чүнки Сени дәп мән рәсвачилиққа учридим; Шәрмәндилик йүзүмгә чапланди.9Мән өз қериндашлиримға ят, Анамниң балилириға яқа жутлуқ болдум.10Чүнки мени муқәддәс өйүңгә болған отлуқ муһәббәт чулғувалған еди; Саңа һақарәт қилғанларниң һақарәтлириму мениң үстүмгә чүшти;11Мән жиғлидим, җеним роза тутти, Буму маңа әйип дәп қаралди.12Мән бөзни кийимим қилип кийсәм, Шуниң билән уларниң сөз-чөчикигә қалдим.13Шәһәр қовуқида олтарғанларниң тәнә гепигә қалдим, Мәйхорларниң нахшисиниң темиси болдум.14Бирақ мән шәпқитиңни көрсәткән вақтиңда дуайимни саңа нишанлидим, и Пәрвәрдигар; И Худа, өзгәрмәс муһәббитиңниң зорлуғидин, Ниҗатлиқ ишәшидә маңа җавап бәргәйсән;15Мени патқақлиқтин қутқузувалғайсән, Мени чөктүрмигәйсән; Маңа өчмән болғанлардин, Суниң чоңқур йеридин қутулдурғайсән;16Кәлкүн сулириға мени ғәриқ қилдурмиғайсән; Деңиз тәглиригиму мени жутқузмиғайсән; Теги йоқ һаңниң мени һап етип ағзини жумувелишиға йол қоймиғайсән!17Дуайимни иҗабәт қилғайсән, и Пәрвәрдигар, Чүнки өзгәрмәс муһәббитиң яхшидур; Мол рәһимдиллиғиң билән маңа йүзләнгәйсән;18Җамилиңни қулуңдин йошурмиғайсән; Чүнки бешимға күн чүшти; Тездин маңа җавап бәргәйсән.19Җенимға йеқинлашқайсән, Униңға һәмҗәмәт-қутқузғучи болғайсән; Дүшмәнлирим алдида мени һөрлүккә чиқарғайсән;20Өзүң мениң рәсвалиқта һәм һөрмәтсизликтә қалғинимни, Қандақ һақарәтләнгинимни билисән; Рәқиплиримниң һәммиси Өзүңгә аяндур.21Һақарәт қәлбимни парә қилди; Мән қайғуға чөмүп кәттим; Азғинә һесдашлиққа тәлмүргән болсамму, йоқ болди; Тәсәлли бәргүчиләрниму издидим, лекин бирисиниму учриталмидим.22Бәрһәқ, улар озуғумға өт сүйи, Уссузлуғумға сиркини бәрди.23Уларниң дәстихини өзлиригә қилтақ, Уларниң һалавити қапқан болғай.24Көзлири торлишип көрмәйдиған болуп кәткәй; Бәл-путлирини титрәккә салғайсән;25Қәһриңни уларниң үстигә чүшүргәйсән, Ғәзивиңниң отлири уларға туташқай;26Уларниң макани харабә болғай, Чедирлири чөлдәрәп қалғай;27Чүнки улар Сән урғанға техиму зиянкәшлик қилмақта; Сән зәхимләндүргәнләрниң азавиға гәп билән азап қошмақта.28Уларниң гунайиға гуна қошқайсән, Һәққанийлиғиңниң несивисигә уларни ериштүрмигәйсән.29Улар һаятлиқ дәптиридин өчүрүлгәй; Һәққанийларниң қатариға пүтүлмигәй.30Бирақ мән болсам бир езилгән дәрдмән; Ниҗатлиғиң, и Худа, мени жуқуриға көтирип қутқузғай;31Мән мунаҗат оқуп Худаниң намини мәдһийиләймән; Тәшәккүрләр билән уни улуқлаймән;32Бу болса Пәрвәрдигарни хурсән қилиш үчүн, Өкүз тәқдим қилғандин әвзәлдур; Мүңгүз-туяқлири сақ топақ бәргәндинму артуқтур.33Югаш мөминләр буни көрүп хошал болиду; Худани издигәнләр — Қәлбиңлар йеңилиниду.34Чүнки Пәрвәрдигар йоқсулларниң илтиҗасини аңлайду, Өзигә тәвә әсир қилинғанларни у кәмситмәйду;35Асман-зимин Уни мәдһийилисун! Деңиз-океанлар һәм уларда жүргүчи барлиқ җаниварлар Уни мәдһийилигәй!36Чүнки Худа Зионни қутқузиду; Йәһуданиң шәһәрлирини қайта бена қилиду; Улар әшу йәрдә олтирақлишип, егилик тикләйду.37Униң қуллириниң нәсиллири униңға мирас болиду, Униң намини сөйгәнләр у йәрләрдә маканлишиду.