Зәбур67uig_cyr

67-күй •••• Ғәлибә мунаҗити

1Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй-нахша: —
Худа орнидин турди, дүшмәнлирини тирипирән қиливетиду! Униңға өчмәнләр Униң алдидин бәдәр қачиду!
3Ис-түтәк учурулғандәк, уларни учуруп йоқитисән, Мом отта еритилгәндәк, Рәзилләр Худаниң алдида һалак болиду.4Бирақ һәққанийлар хошаллиниду, Улар Худа алдида роһлинип, Тәнтәнә қилип шатлиниду.5Худаға күйләр ейтиңлар, Униң намини нахша қилип яңритиңлар; Чөл-баяванларға Мингүчигә бир йолни көтирип ясаңлар; Униң нами «Яһ»дур; Униң алдида шатлиниңлар.6Житимларға ата болғучи, Тул хотунларниң дәвасини сориғучи, Өз муқәддәс маканида турған Худадур.7Худа ғерибларни өй-очақлиқ қилиду; У мәһбусларни аватлиққа чиқириду; Лекин асийларни қағҗирақ йәрдә қалдуриду.8И Худа, Өз хәлқиңниң алдида маңғиниңда, Чөл-баявандин өтүп сәпәр қилғиниңда, — (Селаһ) —9Худаниң һозури алдида, Йәни Исраилниң Худасиниң һозури алдида, Йәр-җаһан тәвринип, Асманларму йеғин яғдурди; Аву Синай теғиму тәвринип кәтти.10Сән, и Худа, Өз мирасиң болған зимин-хәлиқ үстигә хасийәтлик бир ямғур яғдурдуң; Улар һалсизланғанда уларни күчләндүрдүң.11Сениң баққан падаң у йәргә маканлашти; Меһриванлиғиң билән мөминләр үчүн тәйярлиқ қилдиң, и Худа!12Рәб әмир қилди; Уни җакалиғучи қиз-аяллар немидегән зор бир қошундур!13«Падишаһлар һәм қошунлири бәдәр қечишти, бәдәр қечишти!» — дейишти; Өйдә олтарған қиз-аяллар болса олҗиларни бөлишивалиду;14Силәр қой баққанда падилар арисида ятқан болсаңларму, Зиминиңлар әнди қанатлириға күмүч сәпкән, Пәйлири пақирақ алтун билән безәлгән пахтәктәк болиду;15Һәммигә Қадир Худа падишаларни зиминда тирипирән қиливәткәндә, Йәр Залмон теғидики қардәк ақирип кәтти.16Башан теғи қудрәтлик бир тағ, Башан теғи егиз чоққилири көп бир тағдур;17Әй егиз чоққилиқ тағлар, Немә үчүн Худа Өз макани қилишни халиған таққа һәсәт билән қарайсиләр? Дәрвәқә, Пәрвәрдигар шу тағда мәңгү туриду!18Худаниң җәң һарвулири түмән-түмән, Миллион-миллиондур; Рәб улар арисида туриду; Синай теғидики муқәддәс җайда туриду.19Сән жуқуриға көтирилдуң, Инсанларни тутқун қилғучиларни Өзүң әсир қилип елип кәттиң; Яһ Худа уларниң арисида туруши үчүн, Һәтта асийлиқ қилғанлар арисида туруши үчүнму, Сән инсан арисида туруп илтипатларни қобул қилдиң.20Рәб мәдһийиләнсун; Чүнки У һәр күни жүклиримизни көтәрмәктә; Йәни ниҗатлиғимиз болған Тәңри! Селаһ.21Бизниң Тәңримиз бирдин-бир ниҗаткар Тәңридур; Рәбгә, йәни Пәрвәрдигарғила, өлүмгә бағлиқ ишлар тәвәдур.22Бәрһәқ, Худа Өз дүшмәнлириниң бешини яриду, Өз гуналирида давамлиқ кетиверидиғанларниң чачлиқ каллисини У чақиду.23Рәб мундақ деди: «Өз хәлқимни Башан дияридинму, Деңизларниң чоңқур җайлиридинму қайтуруп келимән;24Шундақ қилип сән хәлқимниң пути қанға, Йәни дүшмәнлириңниң қениға милиниду, Иштлириңниң тили буниңдинму несивисини ялайду».25Улар Сениң маңғанлириңни көрди, и Худа; Йәни мениң Илаһим, мениң Падишасимниң муқәддәс җайиға кирип маңғанлирини көрди;26Алдиңда мунаҗатчилар, кәйниңдә чалғучилар маңди, Оттурисида дапчи қизлар бар еди:27«Җамаәтләрдә Худа Рәбгә тәшәккүр-мәдһийә ейтиңлар, — И Исраил булақлиридин чиққанлар!» — дейишти.28У йәрдә уларниң башламчиси болған кичик Бинямин қәбилиси маңиду; Йәһуда әмирлири, зор бир топ адәмләр, Зәбулунниң әмирлири, Нафталиниң әмирлириму бар.29Сениң Худайиң күчүңни буйруп бекиткән; Өзүң биз үчүн қилғиниңни мустәһкәмлигәйсән, и Худа!30Йерусалимдики муқәддәс ибадәтханаң вәҗидин, Падишаһлар Саңа атап һәдийәләрни елип келиду;31Аһ, һелиқи қомушлуқтики йиртқуч җаниварни, Күчлүкләрниң топини, Таипиләрдики топақларниму әйиплигәйсән; Андин уларниң һәр бири күмүч тәңгиләрни әкилип Саңа тиз пүкүшиду; Урушхумар хәлиқләрни тирипирән қиливәткәйсән!32Мөтивәр әлчиләр Мисирдин келиду, Ефиопийә болса Худаға қарап қоллирини тездин көтириду.33И йәр йүзидики әл-жутлар, Худани нахша билән мәдһийиләңлар; Рәбни мәдһийиләп күйләрни ейтиңлар! (Селаһ)34Асманларниң үстигә, Қедимдин бар болған асманларниң үстигә Мингүчи тоғрилиқ күй ейтиңлар! Мана, У авазини аңлитиду, Униң авази күчлүктур!35Худани күчлүк дәп билип җакалаңлар, Униң һәйвиси Исраил үстидә, Униң күчи булутларда туриду;36И Худа, муқәддәс җайлириңдин сүрлүк көрүнисән! Исраилниң бирдин-бир Тәңриси! Хәлиққә күч-қудрәт бәргүчи болса, Удур! Худаға тәшәккүр-мәдһийә оқулсун!