Зәбур65uig_cyr

65-күй •••• Ибадәткә түрткә болидиған гувалиқ

1Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун дәп, күй-нахша: —
Пүткүл җаһан, хошаллиқ билән Худаға тәнтәнә қилиңлар!
2Униң наминиң улуқлуғини нахша қилип җакалаңлар, Униң мәдһийилирини шәрәплик қилиңлар!3Худаға: «Сениң қилғанлириң нәқәдәр қорқунучлуқтур! Қудритиң зор болғач, Дүшмәнлириң алдиңда зәиплишип тәслим болиду;4Барлиқ йәр йүзидикиләр Саңа сәҗдә қилип, Сени күйләп, нахша ейтишиду; Улар намиңни күйләп нахша қилип ейтиду» — дәңлар! Селаһ!5Келиңлар, Худаниң қилғанлирини көрүңлар; Инсан балилири алдида қилған карамәтлири қорқунучлуқтур.6У деңизни қуруқлуққа айландурди; Әҗдатлиримиз дәриядинму пиядә өтти; Биз у йәрдә униңдин хурсән болдуқ.7У қудрити билән мәңгү һөкүм сүриду; Униң көзлири әлләрни күзитип туриду; Асийлиқ қилғучилар мәғрурланмисун! Селаһ!8И қовмлар, Худайимизға тәшәккүр-мәдһийә ейтиңлар; Униңға болған мәдһийә-һәмдусаналарни яңритиңлар!9У җенимизни һаятлиқ ичигә тиккән, Путлиримизни тейилдурушларға йол қоймайду.10Чүнки Сән, и Худа, бизни синидиң; Күмүчни отта тавлиғандәк бизни тавлидиң.11Сән бизни торға чүшүрдуң; Белимизгә еғир жүкни жүклидиң.12Хәқләрни бешимизға миндүрдүң; Биз от вә кәлкүнни бесип өттуқ; Сән ахир бизни кәңричиликкә чиқардиң.13Мән көйдүрмә қурбанлиқларни елип өйүңгә кирәй; Саңа қилған қәсәмлиримгә әмәл қилимән;14Бәрһәқ, бешимға күн чүшкәндә ләвлирим чиқарған, Еғизим ейтқан вәдилиримни әмәлгә ашуримән.15Мән Саңа бордақ малларни көйдүрмә қурбанлиқ қилип сунимән, Қочқарларниң йеғини хуш пуритип көйдүримән; Өкүз вә өшкиләрни әкилип сунимән. Селаһ!16Худадин әймингүчи һәммиңлар, келиңлар, қулақ селиңлар! Униң мән үчүн қилған карамәтлирини баян қилимән;17Ағзим ечип униңға пәряд көтәрдим, Униң улуқлуғини җакалиған мәдһийиләр тилимда болди.18Көңлүмдә гунани көзләп жүргән болсам, Рәб дуайимни аңлимиған болатти.19Бирақ Худа аңлиди; У дуайимға қулақ салди.20Худаға тәшәккүр-мәдһийә яғдурулсун! У мениң дуайимни яндурмиди, Һәм мәндин өзгәрмәс муһәббитини елип кәтмиди!