Зәбур44uig_cyr
44-күй •••• Падишаһниң той мунаҗити •••• 1-айәттики изаһатни көрүң
1Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Нилупәрләр» дегән аһаңда оқулсун дәп, Кораһниң оғуллириға тапшурулған, «сөйүмлүк яр үчүн» дегән «Масқил» мунаҗат-нахша: —Қәлбимдин гөзәл иш тоғрисида сөзләр урғуп чиқмақта; Падишаға беғишлиған мунаҗитимни ейтимән; Тилим гоя маһир шаирниң қәлимидур;3Инсан балилири ичидә сән әң гөзәлдурсән; Ләвлириң шапаәт билән толдурулғандур; Шуңа Худа саңа мәңгүгә рәхмәт қилди.4И бүйүк болғучи, Қиличиңни асқин йениңға, Һәйвитиң вә шану-шәвкитиң билән!5Һәқиқәт, кәмтәрлик һәм адаләтни алға сүрүшкә атланғиниңда, Шану-шәвкәт ичидә ғәлибә билән алға бас! Шуниң билән оң қолуң өзүңгә карамәт қорқунучлуқ ишларни көрситиду!6Сениң оқлириң өткүрдур, Улар падишаниң дүшмәнлириниң жүригигә санҗилиду; Пүтүн әлләр айиғиңға жиқитилиду.7Сениң тәхтиң, и Худа, әбәдил-әбәтликтур; Падишаһлиғиңдики Шаһанә һасаң, адаләтниң һасисидур.8Сән һәққанийлиқни сөйүп, рәзилликкә нәпрәтлинип кәлгәнсән; Шуңа Худа, йәни сениң Худайиң, сени һәмраһлириңдин үстүн қилип шатлиқ мейи билән мәсиһ қилди.9Сениң кийимлириңдин мурмәкки, муәттәр вә дарчин һиди келиду; Пил чиши сарайлиридики сазәндиләрниң тарлиқ сазлири сени хурсән қилиду.10Падишаһларниң мәликилири һөрмәтлик кенизәклириңниң қатаридидур; Ханишиң Офирдики сап алтун зибу-зинәтләрни тақап оң қолуңда туриду;11«Аңлиғин, и қизим, көргин, сөзлиримгә қулақ салғин; Өз қәбиләң вә ата җәмәтиңни унтуп қал!12Шуниң билән падиша гөзәл җамалиңға мәптун болиду; У сениң ғоҗаң, сән униңға сәҗдә қил».13Тур шәһириниң қизи алдиңда соға билән һазир болиду; Халайиқ арисидики байлар сениң шапаитиңни күтиду;14Шаһанә қизниң ички дунияси пүтүнләй парлақтур, Униң кийимлириму зәр билән кәштиләнгән;15У кәштилик кийимләр билән падишаниң һозуриға кәлтүрүлиду; Кәйнидин униңға қолдаш кенизәкләрму биллә йениңға елип келиниду;16Улар хушал-хурам, шатлиқ ичидә башлап келиниду; Улар бирликтә падишаниң ордисиға киришиду.17«Ата-бовилириңниң орниға оғуллириң чиқиду; Сән уларни пүткүл җаһанға һаким қилисән.18Мән сениң намиңни әвлатдин-әвлатқа яд әткүзимән; Шуңлашқа барлиқ қовмлар сени әбәдил-әбәткичә мәдһийиләйду».