Зәбур
40
/
uig_cyr
40-күй •••• Ағриқниң дуаси
1
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — Ғериб-аҗизларға ғәмхорлуқ қилған киши нәқәдәр бәхитлик-һә! Еғир күнләрдә Пәрвәрдигар униңға панаһ болиду.
info
3
Пәрвәрдигар уни қоғдап, уни аман сақлайду; У зиминда туруп бәхитияр яшайду; Сән уни дүшмәнлириниң ихтияриға чүшүрмәйсән!
4
Орун тутуп зәиплишип ятқинида, Пәрвәрдигар униңға дәрман болиду; Сән униң ятқан орун-көрпилирини раслап түзәштүрүп турисән.
info
5
Мән илтиҗа қилип: — «И Пәрвәрдигар, маңа меһриванлиқ көрсәткәйсән, Җенимға шипалиқ бәргәйсән; Чүнки мән алдиңда гуна қилдим» — дедим.
info
6
Дүшмәнлирим мән тоғрилиқ: — «У қачанму өлүп, нами-нәсли қуруп кетәр?» — дәп маңа яманлиқ тиләйду.
7
Бириси мени көргили кәлгән болса, У алдамчи сөзләрни қилиду; Улар кәйнимдин көңлидә шумлуқ топлап, Андин сиртларға чиқип шу ишларни тарқитип по атиду;
8
Маңа өч болғанларниң һәммиси маңа қарита өз ара кусурлишиду, Улар маңа зиянкәшлик қәстидә болиду.
9
Улар: «Униң бешиға җин-шәйтандин бир кесәл чаплашти; Әнди у орун тутуп йетип қалди; У қайтидин туралмайду» — дейишиду.
10
Һәтта сирдишим дәп ишәнгән қәдинас достум, Мән билән һәмдәстихан болуп тузумни йегәнму маңа пут атти.
info
11
Бирақ Сән Пәрвәрдигар, маңа рәһим қилғайсән; Дүшмәнлиримдин интиқам елишқа, Мени турғузғайсән;
12
Дүшминимниң үстүмдин ғәлибә қилип шатланмиғинидин, Сени мәндин сөйүниду, дәп билимән.
13
Бирақ маңа кәлсәк, дурус болғанлиғимдин, сән мени йөләйсән; Сән мени мәңгү Өз һозуруңда қәд көтириткүзүп турғузисән.
14
Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға әбәдил-әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтурулғай! Амин! Амин!
Powered by Seed Bible API
expand_more
Search
All books
Old Testament
New Testament
chevron_left
Previous Chapter
Books
search
Search
explore
Discover
share
Share
chevron_right
Next Chapter