Зәбур33uig_cyr
33-күй •••• Худаниң меһриванлиғиға мәдһийә •••• «елипбә тәртивилик» күй •••• 1-айәттики изаһатни көрүң.
1Давут язған күй: — (Давут Абимәләк падишаниң алдида жүрүш-турушини башқичә қиливалғанда, Абимәләк уни һайдивәткән вақитта язған)|א| Мән һәр қандақ вақитларда Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән; Уни мәдһийиләш ағзимдин чүшмәйду.3|ב| Қәлбим Пәрвәрдигарни иптихарлинип мәдһийәләйду, Мөминләр буни аңлап шатлиқта болиду.4|ג| Мән билән биллә Пәрвәрдигарни улуқлаңлар, Бирликтә Униң намиға мәдһийиләр яңритайли.5|ד| Пәрвәрдигарни издидим, У мениң дуайимни иҗабәт қилди, Мени басқан барлиқ вәһимә-қорқунучлиримдин қутқузди.6|ה| Мөминләр Униңға тәлмүрүп нурланди; |ו|Йүзлири йәргә қаритилмиди.7|ז| Мән пеқир-бечарә Униңға нида қилди, Пәрвәрдигар аңлап, мени һәммә аваричиликләрдин қутқузди.8|ח| Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Униңдин әйминидиғанларни қоғдап әтрапиға чедирини тикиду, Уларни қутқузиду.9|ט| Пәрвәрдигарниң меһриванлиғини тетип, билгин, Униңға ишинип таянған адәм немидегән бәхитликтур!10|י| И Униң муқәддәс бәндилири, Пәрвәрдигардин әйминиңлар! Чүнки Униңдин әйминидиғанларниң һеч нәрсиси кам болмас.11|כ| Күчлүк асланлар озуқсиз қелип ач қалсиму, Амма Пәрвәрдигарни издигүчиләрниң һеч бир яхши нәрсиси кам болмас.12|ל| Келиңлар балилирим, маңа қулақ селиңлар; Мән силәргә Пәрвәрдигардин әйминишни үгитип қояй.13|מ| Һаятни әтиварлайдиған киши ким? Кимниң узун вә яхши күнләрни көргүси бар?14|נ| Ундақта тилиңни яманлиқтин тартип жүр, Ләвлириң мәккарлиқтин нери болсун;15|ס| Яманлиқтин айрилип жирақ болуп, гөзәл әмәлләрни қилип жүр; Аман-хатирҗәмликни издәп, уни қоғлап жүр.16|ע| Пәрвәрдигарниң көзи һәққанийларниң үстидә туриду, Униң қулиқи уларниң илтиҗалириға очуқ туриду;17|פ| Пәрвәрдигарниң чирайи рәзиллик қилғучиларға қарши чиқар, Уларниң һәр қандақ нам-хатирилирини йәр йүзидин елип ташлар;18|צ| Һәққанийлар илтиҗа қилиду, Пәрвәрдигар аңлайду, уларни барлиқ азап-мушәққәтлиридин қутқузиду;19|ק| Пәрвәрдигар көңли сунуқларға йеқиндур, Роһи езилгәнләрни қутқузиду.20|ר| Һәққанийлар дуч кәлгән аваричиликләр көптур; Бирақ Пәрвәрдигар уларни буларниң һәммисидин қутқузиду.21|ש| У һәққанийниң сүйәклирини сақ қалдуриду, Улардин бирисиму сунуп кәтмәйду.22|ח| Яманлиқниң өзи рәзилләрни өлтүриду; Һәққанийларға нәпрәтлинидиғанлар гунада қалиду.23|פ| Пәрвәрдигар Өз қуллириниң җанлирини бәдәл төләп һөрлүккә чиқириду; Униңға таянғанлардин һеч кимгә гуна бекитилмәйду.