Зәбур
32
/
uig_cyr
32-күй •••• Пәрвәрдигарниң меһриванлиғи җаһанға толған
1
Әй һәққанийлар, Пәрвәрдигар үчүн тәнтәнә қилиңлар! Мәдһийиләш дуруслар үчүн гөзәл иштур.
2
Раваб билән Пәрвәрдигарни мәдһийиләңлар; Онтарға тәңкәш болуп, униңға күйләрни ейтиңлар.
info
3
Униңға атап йеңи бир мунаҗат-нахшини ейтиңлар; Маһирлиқ билән челип, авазиңларни жуқури яңритиңлар.
4
Чүнки Пәрвәрдигарниң сөзи бәрһәқтур; Униң барлиқ ишлири вәдилиригә садақәтликтур.
5
У һәққанийәт һәм адаләтни яхши көргүчидур; Йәр-зимин Пәрвәрдигарниң меһриванлиғи билән толғандур.
6
Пәрвәрдигарниң сөзи билән асманлар яритилған, Униң ағзидики нәпәс билән уларниң барлиқ қошунлиримуяритилғандур;
info
7
У деңиздики суларни бир йәргә жиғип догилайду; У океанларни амбарлар ичидә сақлап туриду;
info
8
Пүткүл йәр йүзидикиләр Пәрвәрдигардин әймәнсун; Дуниядики пүтүн җан егилири Униңдин қорқуп, һөрмәтлисун;
9
Чүнки Униң бир сөзи биләнла иш пүттүрүлгән еди; Униң бир әмри биләнла дегәнлири бәрпа қилинған еди.
10
Пәрвәрдигар әлләрниң планини тосиветиду; У қовмларниң хияллирини бекар қиливетиду.
11
Пәрвәрдигарниң несиһәти мәңгүгә туриду; Қәлбидики ойлири дәвирдин-дәвиргә ишқа ашурулиду.
12
«Пәрвәрдигар бизниң Худайимиздур» дәйдиған қовм бәхитликтур! Йәни Өз мираси болушқа таллиған хәлиқ бәхитликтур!
13
Пәрвәрдигар әрштин йәргә нәзәр салиду, У пүткүл инсанларни көрүп туриду.
14
Туралғусидин йәр йүзидикиләрниң һәммисигә қарайду;
15
У уларниң һәр бириниң қәлблирини Ясиғучидур; Уларниң барлиқ ишлирини дәңсәп чиққучидур.
16
Падиша болса қошунлириниң көплүги билән ғалип болалмайду; Палван өзиниң зор күчи билән өзини қутқузалмайду;
17
Толпарға тайинип хәвп-хәтәрдин қутқузулуш беһудиликтур, У зор күчи билән һеч кимни қутқузалмайду;
18
Мана, уларниң җенини өлүмдин қутқузуш үчүн, Қәһәтчиликтә уларни һаят сақлаш үчүн, Пәрвәрдигарниң көзи Өзидин әйминидиғанларниң үстидә туриду, Өзиниң өзгәрмәс муһәббитигә үмүт бағлиғанларниң үстидә туриду.
20
Бизниң җенимиз Пәрвәрдигарға тәлмүриду; Бизниң ярдәмчимиз, Бизниң қалқинимиз У болиду.
21
Шуңа Униң билән қәлбимиз шатлинип кетиду; Чүнки Униң муқәддәс намиға тайинип ишәндуқ.
22
И Пәрвәрдигар, биз Саңила үмүт бағлиғинимиздәк, Сениң өзгәрмәс муһәббитиңму үстимиздә болғай!
Powered by Seed Bible API
expand_more
Search
All books
Old Testament
New Testament
chevron_left
Previous Chapter
Books
search
Search
explore
Discover
share
Share
chevron_right
Next Chapter