Зәбур150uig_cyr

150-күй •••• Ахирида — пәқәт Һәмдусана!

1Һәмдусана! Тәңрини Униң муқәддәс җайида мәдһийиләңлар; Қудрити парлап туридиған әршләрдә Уни мәдһийиләңлар;2Уни қудрәтлик ишлири үчүн мәдһийиләңлар; Ғайәт улуқлуғи үчүн Уни мәдһийиләңлар;3Уни бурға садаси билән мәдһийиләңлар; Уни раваб һәм чилтар билән мәдһийиләңлар;4Уни дап һәм уссул билән мәдһийиләңлар; Уни тарлиқ сазлар һәм нәй билән мәдһийиләңлар;5Уни җараңлиқ чаңлар һәм яңрақ чаңлар билән мәдһийиләңлар;6Барлиқ нәпәс егилири Яһни мәдһийилисун! Һәмдусана!