Зәбур
115
/
uig_cyr
115-күй •••• Худаниң илтипатиға гувалиқ бериш — давами •••• Ибраний тилида 114-күй давами
1
Ишәнгиним үчүн мундақ сөз қилғанмән: — «Мән қаттиқ хар қилинғанмән».
info
2
Җиддийләшкинимдин: — «адәмләрниң һәммиси ялғанчи!» — Дегәнмән.
3
Маңа көрсәткән барлиқ яхшилиқлирини мән немә билән Пәрвәрдигарға қайтуримән?
4
— Ниҗатлиқ қәдәһини қолумға алимән, Вә Пәрвәрдигарниң намини чақирип илтиҗа қилимән;
5
Мән қилған қәсәмлиримни Пәрвәрдигар алдида ада қилимән; Бәрһәқ, Униң барлиқ хәлқи алдида уларни ада қилимән.
6
Пәрвәрдигарниң нәзиридә, Өз мөмин бәндилириниң өлүми қиммәтлик иштур!
7
Аһ Пәрвәрдигар, мән бәрһәқ Сениң қулуңдурмән; Мән Сениң қулуңдурмән, дедигиңниң оғли екәнмән; Сән мениң асарәтлиримни йәшкәнсән;
8
Мән Саңа тәшәккүр қурбанлиқлирини сунимән, Пәрвәрдигарниң намини чақирип илтиҗа қилимән;
info
9
Мән қилған қәсәмлиримни Пәрвәрдигар алдида ада қилимән; Бәрһәқ, Униң барлиқ хәлқи алдида уларни ада қилимән;
10
Пәрвәрдигарниң өйиниң һойлилирида, Сениң оттуруңда туруп, и Йерусалим, Қәсәмлиримни ада қилимән! Һәмдусана!
Powered by Seed Bible API
expand_more
Search
All books
Old Testament
New Testament
chevron_left
Previous Chapter
Books
search
Search
explore
Discover
share
Share
chevron_right
Next Chapter