Зәбур
104
/
uig_cyr
104-күй •••• Худа Исраил хәлқигә көрсәткән мөҗизә һәм шапаәтләрниң тарихи
1
Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар, Униң намини чақирип илтиҗа қилиңлар, Униң қилғанлирини хәлиқләр арисида аян қилиңлар!
info
2
Униңға нахшилар ейтип, Уни күйләңлар; Униң пүткүл карамәт мөҗизилири үстидә сеғинип ойлиниңлар.
3
Муқәддәс намидин пәхирлинип даңлаңлар, Пәрвәрдигарни издигүчиләрниң көңли шатлансун!
4
Пәрвәрдигарни һәмдә Униң күчини издәңлар, Дидар-һозурини тохтимай издәңлар.
5
Униң яратқан мөҗизилирини, Карамәт-аламәтлирини һәм ағзидин чиққан һөкүмлирини әстә тутуңлар,
6
И Униң қули Ибраһим нәсли, Өзи таллиғанлири, Яқупниң оғуллири!
7
У, Пәрвәрдигар — Худайимиз, Униң һөкүмлири пүткүл йәр йүзидидур.
8
Өзи түзгән әһдисини әбәдий ядида тутиду — — Бу Униң миң әвлатқичә вәдишләшкән сөзидур, —
9
Йәни Ибраһим билән түзгән әһдиси, Исһаққа ичкән қәсимидур.
10
У буни Яқупқиму низам дәп җәзмләштүрди, Исраилға әбәдий әһдә қилип берип: —
info
11
«Саңа Қанаан зиминини беримән, Уни мирасиң болған несивәң қилимән», — деди,
12
— Гәрчә шу чағда уларниң сани аз, Етиварға елинмиған, шу йәрдики мусапирлар болсиму.
13
Улар у жуттин бу жутқа, Бу әлдин у қәбилигә кезип жүрди;
14
У һеч кимниң уларни езишигә йол қоймиди, Уларни дәп падишаларғиму тәнбиһ берип: —
15
Мән мәсиһ қилғанлиримға тәгмә, Пәйғәмбәрлиримгә яман иш қилма! — деди.
info
16
У әшу жутқа ачарчилиқни буйруди, Тирәк болған аш-нанни қурутувәтти.
info
17
У улардин бурун бир адәмни әвәткән еди, Йүсүп қул қилип сетилған еди.
info
18
Униң путлири зәнҗирдә ағриди, Униң җени төмүргә кирип қисилди;
19
Шундақла та өзигә ейтилған вәһий әмәлгә ашурулғичә, Пәрвәрдигарниң сөз-калами уни синап тавлиди;
20
Пирәвн адәмлирини әвәтип уни бошатқузди, Қовмларниң һөкүмдари уни һөрлүккә чиқарди.
21
Уни өз ордисиға ғоҗидар қилип қойди, Пүтүн мал-мүлкигә башлиқ қилип тайинлап,
22
Өз вәзирлирини униң ихтиярида болуп тәрбийилинишкә, Ақсақаллириға даналиқ үгитишкә тапшурди.
23
Шуниң билән Исраил Мисирға кәлди, Яқуплар Һамниң зиминида мусапир болуп яшиди.
info
24
Пәрвәрдигар Өз хәлқини көп нәсиллик қилип, Әзгүчилиридин күчлүк қилди.
25
У Мисирлиқларниң қәлбидә Өз хәлқигә нәпрәт һасил қилди, Уларни Өз қуллириға һейлә-микирлик болушқа майил қилди.
26
У Өз қули болған Мусани, Өзиниң таллиғини Һарунни йоллиди.
27
Улар Мисирда илаһий аламәтләрни аян қилип, Һам зиминида униң мөҗизилирини орнатти.
28
Пәрвәрдигар қараңғулуқни әвәтип, Зиминни зулмәткә қаплитивәтти; Мисирлиқлар Униң әмригә қарши турған әмәсму?
info
29
У уларниң сулирини қанға айландурди, Белиқлирини қурутивәтти.
30
Уларниң йәрлирини миж-миж пақилар басти, Шаһ-әмирлириниң һуҗрилириғиму улар толуп кәтти.
31
У бир сөз биләнла, ғуж-ғуж чивинлар бесип кәлди; Һәммә булуң-пучқақларда ғиң-ғиң учар чүмүлиләр.
32
У ямғурниң орниға мөлдүр яғдуруп, Бу зиминға ялқунлуқ от чүшүрди.
33
У үзүм таллирини, әнҗур дәрәқлирини урди, Зиминдики дәрәқләрни сундурувәтти.
34
У бир сөз қилиши биләнла, чекәткиләр кәлди, Сансиз жутқур һашарәтләр мижилдап,
35
Зиминида бар болған гияларни жутувәтти, Етизларниң барлиқ һосуллирини йәп түгәтти.
36
Ахирда зиминидики барлиқ тунҗа туғулғанларни, Уларниң ғурури болған биринчи оғул балилирини қиривәтти.
37
Өз хәлқини болса, алтун-күмүчләрни көтәргүзүп чиқарди, Қәбилилиридә бирисиму жиқилип чүшүп қалғини йоқ.
38
Уларниң чиққиниға Мисир хошал болди, Чүнки уларниң вәһимиси Мисирлиқларға чүшти.
39
У уларға булутни сайивән болушқа, Отни түндә нур болушқа бәрди.
40
Улар сориди, У бөдиниләрни чиқарди, Уларни самавий нан билән қандурди.
41
У ташни ярди, сулар булдуқлап чиқти; Қақаслиқта дәриядәк ақти.
42
Чүнки У бәргән муқәддәс сөзини, Өз қули Ибраһимни әстә тутти.
43
У хәлқини шат-хурамлиқ билән, Өз таллиғинини шатиянә тәнтәниләр билән азадлиққа чиқарди.
44
У уларға әлләрниң зиминлирини берип, Уларни хәлиқләрниң әҗир-меһнәтлиригә муйәссәр қилди,
45
Бу, уларниң Униң бәлгүлимилирини тутуп, Қанунлириға итаәт қилиши үчүн еди! Һәмдусана!
Powered by Seed Bible API
expand_more
Search
All books
Old Testament
New Testament
chevron_left
Previous Chapter
Books
search
Search
explore
Discover
share
Share
chevron_right
Next Chapter