Аял мирасхорниң турмуш қуруши тоғрисидики низам
1Йүсүп әвлатлириниң җәмәтлиридин Манассәһниң нәвриси, Макирниң оғли Гилеадниң әвлатлириниң җәмәт башлиқлири Муса вә Исраилларниң каттилири болған әмирләрниң алдиға келип мундақ деди: —2«Пәрвәрдигар илгири ғоҗамға чәк ташлап зиминни Исраил хәлқигә мирас қилип тәқсим қилип беришни буйруған; ғоҗамму Пәрвәрдигарниң қериндишимиз Зәлофиһадниң мирасини униң қизлириға тәқсим қилип бериш тоғрисидики буйруғиниму алған.3Лекин, улар Исраилларниң башқа қәбилисидикиләргә ятлиқ болуп кәтсә, уларниң мирасиму ата-бовилиримизниң мирасидин чиқип уларниң әрлириниң қәбилисиниң мирасиға қошулуп кетиду; ундақ болғанда биз чәк ташлап еришкән мирас түгәйду.4Исраилларниң «азатлиқ жили» кәлгәндә уларниң мираси уларниң әрлириниң қәбилисиниң мирасиға қошулуп кетиду; бундақ болғанда уларниң мираси бизниң ата-бовилиримизниң мирасидин елип кетилиду».5Муса Пәрвәрдигарниң сөзи бойичә Исраилларға сөз қилип мундақ әмир қилип: — Йүсүп қәбилисидикиләр тоғра ейтиду.6Зәлофиһадниң қизлири тоғрисида Пәрвәрдигарниң буйруғини мундақ: «Улар өзлири халиған әргә ятлиқ болса болувериду, лекин өз җәмәти, өз ата қәбилисидин болған биригә ятлиқ болуши керәк.7Шундақ болғанда Исраилларниң мираси бир қәбилидин йәнә бир қәбилигә йөткилип кәтмәйду; Исраилларниң һәр бири өз ата-бовилириниң қәбилисиниң мирасини чиң тутуп қоюп бәрмәслиги керәк.8Исраилларниң һәр бири өз ата-бовилириниң мирасини егиләш үчүн Исраил қәбилилиридин мирасқа варислиқ қилған һәр бир қиз-аял өз ата-бовилириниң қәбилисидин болған бирисигә ятлиқ болуши керәк.9Мошундақ болғанда, Исраилларниң мираси бир қәбилидин йәнә бир қәбилигә йөткилип кәтмәйду; чүнки Исраил қәбилилири өз мирасини қолидин бәрмәслиги керәк, — деди.10Пәрвәрдигар Мусаға қандақ әмир қилған болса, Зәлофиһадниң қизлириму шундақ қилди.11Зәлофиһадниң қизлиридин Маһлаһ, Тирзаһ, Һоглаһ, Милкаһ вә Ноаһлар өз тағилириниң оғуллириға ятлиқ болди.12Улар Йүсүпниң оғли Манассәһниң әвлатлириниң җәмәтидикиләргә ятлиқ болди; уларниң мираси йәнила атисиниң қәбилиси ичидә қалди.13Булар Пәрвәрдигар Йерихониң удулида, Иордан дәриясиниң бойидики Моаб түзләңликлиридә Мусаниң вастиси билән Исраилларға буйруған әмирләр вә һөкүмләрдур.