Нәһәмия11uig_cyr

Мәнсәпдарлар билән пухраларниң җайлишиши

1У чағда хәлиқ ичидики әмирләр Йерусалимда туратти; қалған пухралар чәк ташлиниш билән ондин бири муқәддәс шәһәр Йерусалимда олтирақлишип, қалған ондин тоққузи башқа шәһәрләрдә олтирақлашти.2Өз ихтияри билән Йерусалимда олтирақлишишқа оттуриға чиққанларға болса, җамаәт уларға бәхит-бәрикәт тилиди.3Йәһудийә өлкисидин, Йерусалимға маканлишип қалған бәг-әмирләр төвәндикидәк (Исраиллар, каһинлар, Лавийлар, ибадәтхана хизмәткарлири вә Сулайманниң хизмәткарлириниң әвлатлири Йәһудийә шәһәрлиридә, һәр бири өз тәвәлигидә маканлашқан болсиму, Йәһудалардин вә Биняминлардин бәзилири Йерусалимда маканлашти): — Буларниң ичидә, Йәһудалардин: — Пәрәзниң әвладидин болған Уззияниң оғли Атая; Уззия Зәкәрияниң оғли, Зәкәрия Амарияниң оғли, Амария Шәфатияниң оғли, Шәфатия Маһалалелниң оғли еди.5Йәнә Баруқниң оғли Маасеяһ; Баруқ Кол-Һозәһниң оғли, Кол-Һозәһ Һазаяниң оғли, Һазая Адаяниң оғли, Адая Йоарибниң оғли, Йоариб Зәкәрияниң оғли, Зәкәрия Шилониниң оғли.6Йерусалимға маканлашқан барлиқ Пәрәз җәмәтидикиләр җәмий төрт йүз атмиш сәккиз киши болуп, һәммиси әзимәтләр еди.7Биняминниң әвлатлиридин: — Мәшулламниң оғли Саллу; Мәшуллам Йоәдниң оғли, Йоәд Пидаяниң оғли, Пидая Колаяниң оғли, Колая Маасеяһниң оғли, Маасеяһ Итийәлниң оғли, Итийәл Йәшаяниң оғли.8Униңға әгәшкәнләр, Габбай вә Саллай еди; шуларға мунасивәтлик җәмий тоққуз йүз жигирмә сәккиз киши еди.9Зикриниң оғли Йоел уларни башқуридиған әмәлдар еди; Синуаһниң оғли Йәһуда шәһәрниң муавин һакими еди.10Каһинлардин: — Йоарибниң оғли Йәдая билән Яқин,11шундақла Худаниң өйиниң баш ғоҗидари Серая; Серая Һилқияниң оғли, Һилқия Мәшулламниң оғли, Мәшуллам Задокниң оғли, Задок Мерайотниң оғли, Мерайот Ахитубниң оғли еди;12йәнә униң қериндашлиридин ибадәтханидики хизмәттә болғанлардин җәмий сәккиз йүз жигирмә икки киши бар еди; йәнә Йәроһамниң оғли Адая бар еди; Йәроһам Пелалияниң оғли, Пелалия Амзиниң оғли, Амзи Зәкәрияниң оғли, Зәкәрия Пашхурниң оғли, Пашхур Малкияниң оғли еди;13униң қериндашлириниң һәммиси җәмәт башлиғи болуп, җәмий икки йүз қириқ икки киши еди; йәнә Азарәлниң оғли Амашсай бар еди; Азарәл Ахзайниң оғли, Ахзай Мәшиллимотниң оғли, Мәшиллимот Иммәрниң оғли еди;14йәнә уларниң қериндашлиридин, палван-әзимәтләрдин, җәмий бир йүз жигирмә сәккиз киши бар еди; Гедолимниң оғли Забдийәл уларни башқуридиған әмәлдар еди.15Лавийлардин: — Һашшубниң оғли Шемая бар еди; Һашшуб Азрикамниң оғли, Азрикам Һашабияниң оғли, Һашабия Бунниниң оғли еди;16йәнә Лавийларниң қәбилә башлиқлири болған Шаббитай билән Йозабад болуп, Худаниң өйиниң тешидики ишларға мәсъул еди.17Йәнә Миканиң оғли Маттания дуа вақитлирида тәшәккүр-рәхмәтләр ейтишқа йетәкчилик қилатти; Мика Забдиниң оғли, Забди Асафниң оғли еди; Бакбукия қериндашлири ичидә муавинлиқ вәзиписини өтәйтти; йәнә Шаммуаниң оғли Абда бар еди; Шаммуа Галалниң оғли, Галал Йәдутунниң оғли еди.18Муқәддәс шәһәрдә туруватқан Лавийларниң һәммиси икки йүз сәксән төрт киши еди.19Дәрвазивәнләрдин: — дәрвазиларда күзәттә туридиған Аккуб билән Талмон вә уларниң қериндашлири бар еди; улар җәмий бир йүз йәтмиш икки киши еди.20Қалған Исраиллар, каһинлар, Лавийлар Йәһудийә шәһәрлиридә, һәр бири өз мирасида маканлашти.21Ибадәтханиниң хизмәткарлири болса Офәл дөңигә маканлашти; ибадәтханиниң хизмәткарлирини Зиха билән Гишпа башқурди.22Йерусалимда Лавийларни башқурғучи Баниниң оғли Уззи еди; Бани Һашабияниң оғли, Һашабия Маттанияниң оғли, Маттания Миканиң оғли еди — демәк, Узза Асафниң әвлатлиридин, йәни Худаниң өйидики хизмәткә мәсъул болған ғәзәлкәшләрдин еди.23Чүнки падиша улар тоғрилиқ ярлиқ чүшүргән болуп, ғәзәлкәшләрниң һәр күнлүк озуқ-түлүгини, шундақла өтәйдиған вәзиписини бекиткән еди.24Йәһуданиң оғли Зәраһниң әвлатлиридин Мәшәзабәлниң оғли Питаһия пухраларниң барлиқ ишлирида падишаниң мәслиһәтчиси еди.25Йеза-қишларқлар вә уларға тәвә әтрапидики җайларда Йәһудалардин бәзилири туратти; Кириат-Арба вә униң тәвәсидики йеза-кәнтләрдә, Дибон вә униң тәвәсидики йеза-кәнтләрдә, Йәкабзийәл вә униң тәвәсидики йеза-кәнтләрдә,26шундақла Йәшуа, Моладаһ, Бәйт-Пәләт,27Һазар-Шуал, Бәәр-Шеба вә униң тәвәсидики йеза-кәнтләрдә,28Зиклаг, Микона вә униң тәвәсидики йеза-кәнтләрдә,29Ән-Риммон, Зораһ, Ярмут,30Заноаһ, Адуллам вә бу икки йәргә тәвә қишлақларда, Лақиш вә униңға тәвә йәрләрдә, Азикаһ вә униңға тәвә йеза-кәнтләрдә маканлашти; улар маканлашқан йәрләр Бәәр-Шебадин таки Һинном җилғисиға қәдәр созулди.31Биняминлар болса Геба, Микмаш, Айҗа, Бәйт-Әл вә униң тәвәсидики йеза-кәнтләрдә,32бәзилири Анатот, Ноб, Анания,33Һазор, Рамаһ, Гиттаим,34Һадид, Зәбоим, Нибаллат,35Лод, Оно, шундақла Һүнәрвәнләр җилғисида маканлашқан еди.36Әслидә Йәһудийәгә тайинланған Лавийлар қисимлиридин бәзилири Бинямин қәбилисиниң зиминиға маканлашти.