Микаһ
5
/
uig_cyr
Азаплиқ күнләрдә Мәсиһ туғулиду вә Исраилни қутқузиду
1
Әнди өзүңлар қошун-қошун болуп жиғилиңлар, и қошун қизи; Чүнки бириси бизни муһасиригә алди; Улар Исраилниң һаким-сорақчисиниң мәңзигә һаса билән уриду;
info
2
(Сән, и Бәйт-Ләһәм-Әфратаһ, Йәһудадики миңлиған шәһәр-йезилар арисида интайин кичик болған болсаңму, Сәндин Мән үчүн Исраилға Һаким Болғучи чиқиду; Униң һозурумдин чиқишлири қедимдин, Йәни әзәлдин бар еди)
info
3
Шуңа толғақ тутқан аял туғуп болғичә, У уларни дүшмәнлиригә ташлап қойиду; Шу чағда Униң қериндашлири болған қалдиси Исраилларниң йениға қайтип келиду.
info
4
У болса Пәрвәрдигарниң күчи билән, Пәрвәрдигар Худасиниң наминиң һәйвитидә падисини беқишқа орнидин туриду; Шундақ қилип улар мәзмут туруп қалиду; Чүнки У шу чағда йәр йүзиниң қәрилиригичә улуқ дәп билиниду.
5
Вә бу адәм арам-хатирҗәмлигимиз болиду; Асурийәлик зиминимизға бөсүп киргәндә, Ордилиримизни дәссәп чәйлигәндә, Биз униңға қарши йәттә хәлиқ падичисини, Сәккиз қабилийәтлик йетәкчини чиқиримиз;
6
Улар Асурийә зиминини қилич билән, Нимродниң зиминини өткәллиридә харабә қилиду; Вә Асурийәлик зиминимизға бөсүп киргәндә, Чегаримиз ичини чәйлигәндә, У адәм бизни униң қолидин қутқузиду.
info
7
Вә Яқупниң қалдиси нурғун хәлиқләр арисида Пәрвәрдигардин чүшкән шәбнәмдәк болиду, Чөп үстигә яққан ямғурлардәк болиду; Булар инсан үчүн кечикмәйду, Адәм балилириниң әҗрини күтүп турмайду.
info
8
Яқупниң қалдиси әлләр арисида, Йәни нурғун хәлиқләр арисида ормандики һайванлар арисидики ширдәк болиду, Қой падилири арисидики асландәк болиду; Шир өткәндә уларниң арисидин, Һеч ким қутқузуп алалмиғидәк чәйләп дәссәйду, Титма-тит қилип житиветиду.
info
9
Қолуң күшәндилириң үстигә көтирилиду, Барлиқ дүшмәнлириң үзүп ташлиниду.
10
Шу күнидә шундақ болидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, Мән араңлардин барлиқ атлириңни үзүп ташлаймән, Җәң һарвулириңни һалак қилимән.
info
11
Зиминиңдики шәһәрлириңни йоқитимән, Барлиқ истиһкамлириңни ғулитимән.
info
12
Сеһирләрни қолуңдин үзүп ташлаймән; Силәрдә палчилар болмайду.
13
Мән ойма мәбудлириңни, «Бут түврүк»лириңларни оттуруңдин үзүп ташлаймән; Сән өз қолуңниң ясиғиниға иккинчи баш урмайсән.
14
Араңдин «Ашераһ»лириңни жулуветимән, Вә шәһәрлириңни һалак қилимән;
info
15
Вә Маңа қулақ салмиған әлләрниң үстигә аччиқ вә дәрғәзәп билән интиқамни жүргүзимән.
Powered by Seed Bible API
expand_more
Search
All books
Old Testament
New Testament
chevron_left
Previous Chapter
Books
search
Search
explore
Discover
share
Share
chevron_right
Next Chapter