Йәшуа
16
/
uig_cyr
Йүсүф қәбилисиниң мираси — йәни Әфраим вә Манассәһ қәбилилириниң мираси
1
Йүсүпниң әвлатлириға чәк ташлинип чиққан мирас зимин болса Йерихоға туташ болған Иордан дәриясидин тартип, Йерихониң шәриқ тәрипидики көлләргичә болған жутлар вә Йериходин чиқип, чөлдин өтүп Бәйт-Әлниң тағлиқ райониға созулған жутлар еди.
info
2
Чегариси Бәйт-Әлдин тартип Лузға, андин Аркийларниң чегарисидики Атаротқа йетип,
3
андин ғәрип тәрипигә берип, Яфләтийләрниң чегарисиға тутишуп, Астин Бәйт-Һоронниң четигә чүшүп, Гәзәргә берип деңизда ахирлишатти.
4
Йүсүпниң әвлатлири, йәни Манассәһ билән Әфраимлар еришкән мирас үлүши мана шу еди.
5
Әфраимларниң җәмәт-аилири бойичә алған зимининиң чегариси төвәндикидәк: — мирас зиминниң шәриқ тәрәптики чегариси Атарот-Аддардин тартип үстүн Бәйт-Һоронғичә йетип,
6
андин деңизға берип шималға қарап Микмитатқа чиқти; андин йәнә шәриқ тәрипидики Таанат-Шилоһқа қайрилип, униңдин өтүп шәриқ тәрәпкә қарап Яноаһқа,
7
Яноаһдин чүшүп Атарот билән Нааратқа йетип, Йерихоға тутишип Иордан дәриясиға чиқти.
8
Чегара Таппуаһдин ғәрип тәрәпкә чиқип Канаһ еқиниғичә берип, деңизға йетип аяқлашти. Әфраимниң қәбилисигә, йәни уларниң җәмәт-аилилиригә тәккән мирас үлүши шу еди.
9
Буниңдин башқа Әфраимлар үчүн Манассәһниң мирасиниң оттурисида бир нәччә шәһәрләр айрилған еди; бу айрилған шәһәрләрниң һәммиси қарашлиқ кәнт-қишлақлири билән қошулған еди.
10
Амма Әфраимлар Гәзәрдә олтиришлиқ Ⱪананийларни қоғливәтмигән еди; шуңа Ⱪананийлар та бүгүнгичә Әфраимниң арисида туруп, мәхсус һашарчи мәдикарлар болуп турмақта.
Powered by Seed Bible API
expand_more
Search
All books
Old Testament
New Testament
chevron_left
Previous Chapter
Books
search
Search
explore
Discover
share
Share
chevron_right
Next Chapter