Йәшуа12uig_cyr

Ишғал қилинған зимин вә шәһәрләр

1Исраил Иордан дәриясиниң у тәрипидә, йәни күн чиқиш тәрипидә икки падишани өлтүрди. Улар уларниң зиминини, йәни Арнон дәриясидин тартип Һәрмон тағлиғиға туташқан зимин билән шәриқ тәрәптики барлиқ Арабаһ түзләңлигини егилиди. Шу икки падишалар болса: —2бирси Һәшбонда турушлуқ Аморийларниң падишаси Сиһон; у Ароәр (Ароәр Арнон дәриясиниң бойида) вә Арнон җилғисидики шәһәрдин тартип, Гилеадниң йеримини өз ичигә алған Яббок дәриясиғичә (бу Аммонийларниң чегариси еди) болған йәрләрдә сәлтәнәт қилатти;3у сәлтәнәт қилған зимин йәнә шәриқ тәрәптики Киннәрот деңизидин тартип Арабаһ деңизиғичә, йәни Шор деңизиғичә созулған Арабаһ түзләңлигини, шундақла шәриқ тәрәптики Бәйт-Йәшимотқа баридиған йолни вә җәнуп тәрипидә Писгаһ теғиниң даванлириниң четигичә созулған зиминни өз ичигә алатти.4Униңдин башқа Исраил Башан падишаси Огниң зиминини алди; у Рәфайийлар дейилидиған гигантларниң қалдуғидин бири еди (улар Аштарот вә Әдрәйдә туратти).5У Һәрмон теғидики жутларға, Салкаһ вә пүткүл Башан зиминиға, йәни Гәшурийлар билән Маакатийларниң чегарисиғичә, шуниңдәк Гилеадниң йеримиға, таки Һәшбонниң падишаси Сиһонниң чегарисиғичә сәлтәнәт қилатти.6Пәрвәрдигарниң қули болған Муса билән Исраиллар буларға һуҗум қилип мәғлуп қилған еди вә Пәрвәрдигарниң қули Муса шу зиминни Рубәнләргә, Гадларға вә Манассәһниң йерим қәбилисигә мирас қилип бәргән еди.7Төвәндикиләр Йәшуа билән Исраиллар Иордан дәриясиниң ғәрип тәрипидә һуҗум қилип мәғлуп қилған падишалардур; уларниң зиминлири Ливан җилғисидики Баал-Гадтин тартип, Сеирниң даванлириниң йенидики Һалак теғиғичә болған зиминлардин ибарәт еди. Йәшуа бу зиминларни Исраилниң қошун-қәбилилири бойичә уларға мирас қилип бәрди,8җүмлидин тағлиқ жутни, Шәфәлаһ ойманлиғини, Арабаһ түзләңлигини, егизликтики даванларни, чөллүкни вә җәнуптики Нәгәв зиминини, Һиттийлар, Аморийлар, Ⱪананийлар, Пәриззийләр, Һивийлар вә Йәбусийларниң зиминлирини бөлүп бәрди: —9Уларниң падишалириниң бири Йерихониң падишаси, бири Бәйт-Әлниң йенидики Айиниң падишаси,10бири Йерусалимниң падишаси, бири Һебронниң падишаси,11бири Ярмутниң падишаси, бири Лақишниң падишаси,12бири Әглонниң падишаси, бири Гәзәрниң падишаси,13бири Дәбирниң падишаси, бири Гәдәрниң падишаси,14бири Хормаһниң падишаси, бири Арадниң падишаси,15бири Либнаһниң падишаси, бири Адулламниң падишаси,16бири Маккәдаһниң падишаси, бири Бәйт-Әлниң падишаси,17бири Таппуаһниң падишаси, бири Һәфәрниң падишаси,18бири Афәкниң падишаси, бири Лашаронниң падишаси,19бири Мадонниң падишаси, бири Һазорниң падишаси,20бири Шимрон-Мәронниң падишаси, бири Ақсафниң падишаси,21бири Таанақниң падишаси, бири Мәгиддониң падишаси,22бири Кәдәшниң падишаси, бири Кармәлниң йенидики Йокнеамниң падишаси,23бири Дор егизлигидики Дорниң падишаси, бири Гойимниң падишаси,24бири Тирзаһниң падишаси болуп, җәмий оттуз бир падиша еди.