Йәшая
23
/
uig_cyr
Турниң ақивити — вәйранчилиғи түпәйлидин оқулған мәрсийә
1
Тур тоғрилиқ жүкләнгән вәһий: — — И Таршиштики кемиләр, аһ-зар көтириңлар! Чүнки у харап қилинди, Шу йәрдә өй йоқ, портму йоқ. Сепрус арилидин бу хәвәр кемидикиләргә аян қилиниду.
info
2
Зидондики содигәрләр деңиздин өтүп силәрни тәминләп кәлди, и аралдикиләр, Әнди шүк болуңлар!
info
3
Шиһордики бепаян сулар үстидин йөткигән данлар, Йәни Нил дәриясиниң һосули Турниң дарамити болған еди; У әлләрниң базири болған еди!
4
И Зидон, хиҗаләт бол, Чүнки деңиз — йәни Турға қорған болған деңиз дәйдуки: — «Мәндә һеч толғақ болмиди, һеч туғмидим, Жигитләрни яки қизларни һеч бақмиғандәкмән!»
info
5
Мошу хәвәр Мисирға йәткәндә, Уларму бу хәвәр худди турға кәлгәндәк қаттиқ азаплиниду.
6
— Силәр деңиздин өтүп Таршишқа кетиңлар! И деңиз бойидикиләр, аһ-зар көтириңлар!
info
7
Силәрниң қедим әйямдин бар болған, Шат-хурамлиққа толған шәһириңлар мошуму?! Мана уларниң путлири өзлирини мусапир қилишқа жирақларға көтирип бариду!
info
8
Таҗларни илтипат қилғучи болған, Содигәрлири әмирләр болған, Дәллаллири җаһанда абройлуқлар һесапланған турниң бу тәғдирини ким бекиткән?
9
— Буларни бекиткүчи самави қошунларниң Сәрдари Пәрвәрдигардур! Мәхсити болса шан-шөһрәттин келип чиққан җими тәкәббурлуқни рәсва қилиш, Җаһандики җимики йүз-абройлуқларни пәсләштүрүштин ибарәт!
10
Таршишниң қизи, Нил дәриясидәк өз зиминиңда әркин-азатә яйра! Чүнки Турдин кәлгән тизгин һазир йоқ.
info
11
Чүнки Пәрвәрдигар қолини деңиз үстигә узитип, Дөләтләрни тәвритиду. У Қанаан тоғрилиқ әмир қилған, Униңдики қәлъә-қорғанларни йоқутулсун дәп пәрман чүшүргән.
info
12
Вә: — «И басқунчилиққа учриған Зидон қизи, Сән иккинчи һеч тәнтәнә қилмайсән, Орнуңдин туруп, Сепрус арилиға өтүп кәткин, Һәтта шу йәрдә сән һеч арам тапмайсән» — деди.
info
13
Қараңлар, Бабил-калдийләрниң зиминини! Бу йәрниң хәлқи болуп бақмиғандәк қилиду; Асурийә уни чөл-баяван җаниварлири үчүн макан қилған; Потәйләрни ясап, уларниң сарай-ордилирини вәйран қилип, харабиликкә айландурувәткән.
info
14
И Таршиштики кемиләр, аһ-зар көтириңлар! Чүнки қорғиниңлар харап қилинди.
info
15
Вә шу күни болидуки, Падишаһниң күнләрни һесаплиғинидәк, Тур йәтмиш жил унтулиду. Йәтмиш жил өткәндин кейин, Турниң әһвали паһишә аялниң нахшисидәк болиду;
info
16
Чилтарни елип, шәһәрни айлинип жүр, И унтулған паһишә аял! Өзүңгә йәнә хәқниң диққитини тартай десәң, Йеқимлиқ бир пәдә челип, көпрәк нахшиларни ейт!
17
Әнди шундақ болидуки, Йәтмиш жилниң өтүши билән, Пәрвәрдигар Турни йоқлайду; Шуниң билән у йәнә өзини иҗаригә берип, Йәр йүзидики һәммә падишалиқлар билән йәнә бузуқчилиқ қилиду;
18
Шуниң билән униң маллири вә өзини сетип, тапқан пули болса Пәрвәрдигарға атилип муқәддәс болиду; У ғәзнигә селинмайду яки топланмайду, Чүнки униң мошу содиси болса Пәрвәрдигарниң алдида турғанлар үчүн айрим қилиниду; У уларға қанғичә йәп-ичишкә, шундақла уларниң есил кийим-кечәклири үчүн ишлитилиду.
info
Powered by Seed Bible API
expand_more
Search
All books
Old Testament
New Testament
chevron_left
Previous Chapter
Books
search
Search
explore
Discover
share
Share
chevron_right
Next Chapter