Йәшая20uig_cyr

Мисир тоғрилиқ йәнә бир бешарәт

1Асурийәниң сәрдари болған «Тартан» Ашдод шәһиригә келип муһасирә қилған жили Асурийә падишаси Саргон уни әвәткән (у Ашдодқа қарши җәң қилип уни ишғал қилди): —2— Шу чағда Пәрвәрдигар Амозниң оғли Йәшая арқилиқ сөз қилған еди. У униңға: — «Чатриқиңдин бөз ич тамбилиңни селивәт, путуңдики кәшиңни селивәт» — дегән еди; У шундақ қилди; ялаңач вә ялаң аяғ меңип жүрди.3Вә Пәрвәрдигар ахирида мундақ деди: — «Мениң қулум Йәшая Мисир вә Ефиопийә тоғрилиқ хәвәр беридиған бешарәт һәм карамәт сүпитидә болуш үчүн ялаңач һәм ялаң аяғ үч жил меңип жүргәндәк,4Охшашла Мисирлиқ әсирләр вә Ефиопийәлик сүргүнләр яш болсун, қери болсун, ялаңач һәм ялаң аяғ, касиси очуқ һалда Асурийә падишаси тәрипидин Мисирни шәрмәндиликтә қалдуруп, ялап епкетилиду.5Улар болса қорқушуп, өз таянчиси болған Ефиопийәдин вә пәхри болған Мисирдин үмүтсизлинип кетиду.6Шуниң билән бу деңиз бойидикиләр: — «Мана бу Асурийә падишасиниң вәсвәсидин қорқуп башпанаһлиқ издәп барған таянчимизғу, бизләр әнди қандақму қутулалаймиз?» — дейишиду»».