Йәшая
18
/
uig_cyr
Йәшаяниң Ефиопийидин кәлгән әлчиләргә бәргән бешарити
1
Аһ, Ефиопийә дәриялириниң бойлиридики қанатларниң вижилдиған авазлири билән қапланған йәр-зимин! — Сән қомуш кемиләр үстидә әлчиләрни деңиздин өткүзүп әвәтисән; — И йәл тапан хәвәрчиләр, Егиз бойлуқ һәм силиқ терилик бир әлгә, Жирақ-йеқинларға қорқунуч болидиған бир милләткә, Зимини дәриялар тәрипидин бөлүнгән, Күчлүк, таҗавузчи бир әлгә қайтип бериңлар!
info
3
Җаһанда туруватқанларниң һәммиси, Җимики йәр йүзидикиләр! Тағларда бир туғ көтирилгәндила, Көрүңлар! Канай челинғандила, Аңлаңлар!
info
4
Чүнки Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — Мән течлиқта туримән, Нур үстидә ялилдап турған иссиқтәк, Иссиқ һосул мәзгилидики шәбнәмлик булуттәк, Өз туралғумда күзитимән;
info
5
Чүнки һосул елиш алдида, Үзүм чечәклигәндин кейин, Чечәкләр үзүм болғанда, У путиғучи пичақлар билән бихларни кесип, Һәм шахлирини кесип ташлайду.
info
6
Улар жиғиштурулуп тағдики алғур қушларға, Йәр йүзидики һайванларға қалдурулиду. Алғур қушлар улардин озуқлинип язни өткүзиду, Йәр йүзидики һайванлар улар билән қишни өткүзиду.
info
7
Шу күнидә самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға бир соғат елип келиниду; Йәни егиз бойлуқ һәм силиқ терилик бир милләттин, Жирақ-йеқинларға қорқунуч болидиған бир әлдин, Зимини дәриялар тәрипидин бөлүнгән, Күчлүк, таҗавузчи бир милләттин берилиду; Самави қошунларниң Сәрдари Пәрвәрдигарниң нами болған җайға, Йәни Зион теғиға елип келиниду.
info
Powered by Seed Bible API
expand_more
Search
All books
Old Testament
New Testament
chevron_left
Previous Chapter
Books
search
Search
explore
Discover
share
Share
chevron_right
Next Chapter