Йәшая
12
/
uig_cyr
Исраилниң ахирқи замандики бир нахшиси
1
— Вә шу күни сән: — — И Пәрвәрдигар, мән Сени мәдһийиләймән; Сән маңа ғәзәпләнгиниң билән, Ғәзивиң мәндин йөткилип кәтти, Вә сән маңа тәсәлли бәрдиң.
2
Мана, Тәңри мениң ниҗатимдур; Мән Униңға тайинимән, қорқмаймән, Яһ Пәрвәрдигар мениң күчүм вә нахшамдур; У йәнә мениң ниҗатим болди, — дәйсән.
info
3
— Шатлиқ билән силәр ниҗатлиқ қудуқлиридин су тартисиләр.
4
Шу күнидә силәр: — «Пәрвәрдигарға рәхмәт ейтиңлар, Униң намини чақирип нида қилиңлар; Униң әмәллирини хәлиқләр арисида аян қилиңлар, Униң наминиң зор аброй тапқанлиғини җакалаңлар.
5
Пәрвәрдигарға күйләр ейтиңлар, Чүнки У улуқ ишларни қилған; Мана бу пүткүл җаһанға аян қилинсун!
6
Зиондикиләр, тәнтәнә қилип җар селиңлар; Чүнки араңларда турған Исраилдики Муқәддәс Болғучи бүйүктур!» — дәйсиләр.
Powered by Seed Bible API
expand_more
Search
All books
Old Testament
New Testament
chevron_left
Previous Chapter
Books
search
Search
explore
Discover
share
Share
chevron_right
Next Chapter