Яритилиш15uig_cyr

Худаниң Абрамға көрүнүп, униң билән әһдә түзүши

1Бу ишлардин кейин Пәрвәрдигарниң сөз-калами Абрамға аламәт көрүнүштә келип: «Әй Абрам, қорқмиғин; Мән Өзүм қалқиниң вә зор инъамиңдурмән» — деди.2Лекин Абрам: — Әй Рәб Пәрвәрдигар, маңа немә берисән? Мана, мән балисиз турсам, өй-бисатлиримға варислиқ қилғучи мошу Дәмәшқлик Әлиезәрла бардур, — деди.3Абрам йәнә: Мана, Сән маңа һеч нәсил бәрмидиң, мана өйүмдә туруватқанлардин бири маңа варис болиду, деди.4Шу һаман Пәрвәрдигарниң сөз-калами униңға келип: «Бу киши саңа варис болмайду, бәлки өз пуштуңдин болидиған киши саңа варис болиду», — деди.5Шуниң билән Пәрвәрдигар уни ташқириға елип чиқип: — Әнди асманға қарап юлтузларни сана — Қени, уларни саналамсәнкин?! — деди. Андин униңға: — Сениң нәслиңму шундақ болиду, — деди.6Абрам Пәрвәрдигарға ишәнди; Пәрвәрдигар униңдики бу ишәшни униң һәққанийлиғи дәп һесаплиди.7Йәнә униңға: Мән бу зиминға егә қилишқа сени Калдийәдики Ур шәһиридин елип чиққан Пәрвәрдигардурмән, — деди.8Лекин Абрам: — И Рәб Пәрвәрдигар, мән униңға җәзмән егә болидиғинимни қандақ билимән? — дәп сориди.9Пәрвәрдигар униңға: — Мән үчүн үч яшлиқ бир инәк, үч яшлиқ бир чиши өчкә, үч яшлиқ бир қочқар билән бир кәптәр вә бир баҗка елип кәлгин, — деди.10Шуңа у буларниң һәммисини елип, уларниң һәр бирсини йеримдин икки парчә қилип, йеримини йәнә бир йеримиға удулму удул қилип қоюп қойди; амма қушларни парчилимиди.11Қарға-қузғунлар тапларниң үстигә чүшкәндә, Абрам уларни үркүтүп һайдивәтти.12Лекин күн патай дегәндә, Абрамни еғир бир уйқа басти вә мана, униң үстигә дәһшәтлик бир вәһимә, том қараңғулуқ чүшти.13Андин Пәрвәрдигар Абрамға: — Җәзмән билишиң керәкки, сениң нәслиң өзлириниң болмиған бир зиминда мусапир болуп, шу йәрдики хәлиқниң қуллуғида болиду вә шундақла, бу хәлиқ уларға төрт йүз жилғичә җәбир-зулум салиду.14Лекин Мән уларни қуллуққа салғучи шу таипиниң үстидин һөкүм чиқиримән. Кейин улар нурғун байлиқларни елип шу йәрдин чиқиду.15Амма сән болсаң, аман-хатирҗәмлик ичидә ата-бовилириңға қошулисән; узун өмүр көрүп андин дәпнә қилинисән.16Лекин шу йәрдә төрт әвлат өтүп, нәслиң бу йәргә йенип келиду; чүнки Аморийларниң қәбиһлигиниң зихи техи тошмиди, деди.17Шундақ болдики, күн петип қараңғу болғанда, мана, гөшләрниң оттурисидин өтүп кетиватқан, ис-түтәк чиқип турған бир отдан билән ялқунлуқ бир мәшъәл көрүнди.18Дәл шу күни Пәрвәрдигар Абрам билән әһдә түзүп униңға: — «Мән сениң нәслиңгә бу зиминни Мисирниң еқинидин тартип Улуқ дәрия, йәни Әфрат дәриясиғичә беримән; йәни Кенийләр, Кәниззийлар, Кадмонийлар,20Һиттийлар, Пәриззийләр, Рәфайийлар,21Аморийлар, Ⱪананийлар, Гиргашийлар вә Йәбусийларниң жутини уларниңки қилимән» деди.