Падишаһлар «2»8uig_cyr
Елиша йәнә бир қетим Шунәмлик аялға ярдәм бериду
1Елиша өзи оғлини тирилдүргән аялға несиһәт қилип: — Сән вә өз өйдикилириң билән берип, қәйәрдә олтарғидәк җай тапсаң, у йәрдә турғин; чүнки Пәрвәрдигар: — Ачарчилиқ болсун, дәп бекитти. Бу ачарчилиқ зиминда йәттә жилғичә түгимәйду, деди.2Шуниң билән у аял Худаниң адими ейтқандәк өз өйдикилири билән берип, Филистийләрниң жутида йәттә жилғичә турди.3Вә шундақ болдики, йәттә жил өткәндә, аял Филистийләрниң жутидин йенип кәлди; у падишадин өйи билән зиминини өзигә қайтуруп беришни илтимас қилғили барди.4Шу вақитта падиша Худаниң адиминиң хизмәткари Гәһази билән сөзлишип униңға: — Елиша қилған һәммә улуқ әмәлләрни маңа баян қилип бәргин, дәвататти.5Вә шундақ болдики, у падишаға Елишаниң қандақ қилип бир өлүкни тирилдүргәнлигини дәп бериватқанда, Елиша оғлини тирилдүргән шу аял падишадин өз өйи вә зиминини қайтуруп беришни илтимас қилғили кәлди. Гәһази: — И падиша ғоҗам, мана, булар мән ейтқан аял вә Елиша өлүмдин тирилдүргән оғли дәл шу, деди.6Падиша аялдин соривиди, у шу вақиәни униңға дәп бәрди. Шуниң билән падиша бир ағватни бәлгүләп: — Униң һәммә тәәллуқатлирини яндуруп бәргин вә шуниңдәк өз жутидин кәткән күндин тартип бу вақитқичә йеридин чиққан һосулниң барлиқ киримини униңға бәргин, деди.Елиша Һазаәл билән көрүшиду7Әнди Елиша Сурийәниң падишаси Бән-Һадад кесәл ятқинида Дәмәшққә кәлди. Падишаға: Худаниң адими бу йәргә кәлди, дәп хәвәр берилди.8Падиша Һазаәлгә: — Өзүң бир соға елип, Худаниң адиминиң алдиға берип униң билән көрүшүп, у арқилиқ Пәрвәрдигардин мениң тоғрамда: «У бу кесәлдин сақиямду, сақаймайду» дәп сориғин, — деди.9Шуниң билән Һазаәл униң билән көрүшүшкә барди. У өзи билән Дәмәшқтики һәр хил есил маллардин қириқ төгә соға елип, униң алдиға берип: «Оғлуң Сурийәниң падишаси Бән-Һадад мени әвәтип, бу кесәлдин сақийимәнму, сақаймаймәнму?» дәп сорайду, — деди.10Елиша униңға: — Берип униңға: — Чоқум сақийисән, дәп ейтқин. Лекин Пәрвәрдигар маңа қандақла болмисун у чоқум өлиду, дәп вәһий қилди, деди.11Худаниң адими таки Һазаәл хиҗил болуп кәткичә униңға тикилип қарап турди, андин Худаниң адими жиғлашқа башлиди.12Һазаәл: — Ғоҗам немишкә жиғлайла! дәп сориди. У: — Мән сениң Исраилларға қилидиған яман ишлириңни билимән; чүнки сән уларниң қорғанлирини көйдүрүп, жигитлирини қилич билән өлтүрүп, ушшақ балилирини чөрүп ташлап, һамилдар аяллириниң қарнини йериветисән, деди.13Һазаәл: — Мәнки ишттәк бир қулуң немә едим, ундақ улуқ ишларни қилаламтим? Елиша: — Пәрвәрдигар маңа сениң Сурийәниң падишаси болидиғанлиғиңни мәлум қилди, деди.14У Елишаниң қешидин чиқип ғоҗисиниң йениға барди. Бән-һадад униңдин: — Елиша саңа немә деди, дәп сориди. У: — У маңа силиниң тоғрилирида, чоқум сақийду, дәп ейтти, деди.15Әтиси Һазаәл бир парчә бөзни елип, суға чилап падишаниң йүзини әтти. Шуниң билән у өлди; вә Һазаәл униң орнида падиша болди.
Йәһошафатниң оғли Йәһорам Йәһуданиң падишаси болуши атиси билән16Исраилниң падишаси, Аһабниң оғли Йорамниң сәлтәнитиниң бәшинчи жилида, Йәһошафат техи Йәһуданиң падишаси вақтида, Йәһошафатниң оғли Йәһорам Йәһуданиң падишаси болди.17У падиша болғанда оттуз икки яшта болуп, Йерусалимда сәккиз жил сәлтәнәт қилди.18У Аһабниң җәмәти қилғандәк Исраил падишалириниң йолида жүрди (чүнки униң аяли Аһабниң қизи еди); у Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди .19Лекин Пәрвәрдигар Давутқа: — Сениң билән оғуллириңға «мәңгү өчмәйдиған чирақ» беримән дегән вәдиси түпәйлидин у Йәһудани харап қилишни халимиди.20Униң күнлиридә Едом Йәһуданиң идарә қилишиға исян көтирип, азат болуп өз алдиға бир падишалиқ тиклиди.21Шуниң билән Йорам һәммә җәң һарвулири билән йолға чиқип Заир шәһиригә өтти. У кечиси орнидин туруп, өзини вә җәң һарвулириниң сәрдарлирини қоршивалған Едомларға һуҗум қилип, уларни мәғлуп қилди; лекин ахирида Йәһуда ләшкәрлири өз өйлиригә қечип кәтти.22Шуниң билән Едомлар Йәһуданиң һөкүмранлиғидин бүгүнгичә азат болди. У вақитта Либнаһму исян көтирип азат болди.23Әнди Йорамниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси болса «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?24Йорам өз ата-бовилири арисида ухлиди вә «Давутниң шәһири»дә ата-бовилириниң йенида дәпнә қилинди. Оғли Аһазия униң орнида падиша болди.
Аһазия сәлтәнәт қилиду25Исраилниң падишаси, Аһабниң оғли Йорамниң сәлтәнитиниң он иккинчи жили, Йәһуда падишаси Йәһорамниң оғли Аһазия Йәһудаға падиша болди.26Аһазия падиша болғанда жигирмә икки яшта болуп, Йерусалимда бир жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Аталия еди; у Исраил падишаси Омриниң қизи еди.27Аһазия Аһабниң җәмәтиниң йолида жүрүп Аһабниң җәмәти қилғандәк, Худаниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; чүнки у Аһабниң күйоғли болуп униңға һәмҗәмәт еди.28Аһабниң оғли Йорам Сурийәниң падишаси Һазаәл билән Гилеадтики Рамотта соқушқанда Аһазия униңға һәмдәмлишип соқушқа чиққан еди. Сурийләр Йорамни зәхимләндүрди.29Йорам падиша Рамаһда Сурийә падишаси Һазаәл билән соқушқанда Сурийләрдин йегән зәхмини давалитиш үчүн, Йизрәәлгә йенип кәлди. Аһабниң оғли Йорам кесәл болғачқа, Йәһуданиң падишаси, Йәһорамниң оғли Аһазия уни йоқлиғили Йизрәәлгиму барди.