Падишаһлар «2»24uig_cyr
Йәһоаким Йәһуда үстигә сәлтәнәт қилиду
1Униң күнлиридә Бабилниң падишаси Небоқаднәсар Йәһудаға һуҗум қилишқа чиқти; Йәһоаким униңға үч жилғичә беқинди болди, андин униңдин тенип униң һөкүмранлиғиға қарши чиқти.2Шу вақитларда Пәрвәрдигар униңға һуҗум қилишқа Калдийләр булаңчилар шайкиси, Сурийләр булаңчилар шайкиси, Моабийлар булаңчилар шайкиси, вә Аммонийлар булаңчилар шайкилирини қозғиди; у уларни Йәһудани һалак қилиш үчүн қозғиди. Бу ишлар Пәрвәрдигар Өз қуллири болған пәйғәмбәрләр арқилиқ агаһ қилған сөз-каламиниң әмәлгә ашурулуши еди.3Дәрвәқә Пәрвәрдигарниң ейтқинидәк, Манассәһниң гуналири түпәйлидин Йәһудани Өз көзлиридин нери қилиш үчүн, бу ишлар уларниң бешиға чүшти.4Чүнки Манассәһниң наһәқ қан төкүп, Йерусалимни наһәқ қанлар билән толдурғини түпәйлидин, Пәрвәрдигар Йәһудаларни әпу қилишқа көңли унимайтти.5Йәһоакимниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?6Йәһоаким ата-бовилириниң арисида ухилди; оғли Йәһоакин униң орнида падиша болди.7Мисирниң падишаси болса өз жутидин иккинчи чиқмиди. Чүнки Бабилниң падишаси «Мисир еқини»дин тартип Әфрат дәриясиғичә болған Мисир падишасиға тәвә зиминни тартивалған еди.Йәһоакин сәлтәнәт қилиду8Йәһоакин падиша болғанда он сәккиз яшта болуп, үч ай Йерусалимда сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Нәһушта еди; у Йерусалимлиқ Әлнатанниң қизи еди.9Йәһоакин атисиниң барлиқ қилғанлиридәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди.10Бабилниң падишаси Небоқаднәсарниң сәрдарлири Йерусалимға җәң қилғили чиқип, шәһәрни қамал қилди.11Униң сәрдарлири шәһәрни қамал қилип турғанда Небоқаднәсар өзиму шәһәрниң сиртиға чиқти.12Андин Йәһуданиң падишаси Йәһоакин билән аниси, барлиқ хизмәткарлири, әмәлдарлири вә ағватлири Бабил падишасиниң алдиға чиқип униңға тән бәрди. Шундақ қилип Бабилниң падишаси өз сәлтәнитиниң сәккизинчи жилида уни әсир қилип тутти.13Небоқаднәсар Пәрвәрдигарниң өйидики барлиқ ғәзниләр билән падишаниң ордисидики ғәзниләрни елип кәтти; Пәрвәрдигар агаһ бәргинидәк, у Исраилниң падишаси Сулайман Пәрвәрдигарниң ибадәтханиси үчүн ясатқан һәммә алтун қача-әсвапларни кесип сөкти.14Йерусалимниң барлиқ аһалисини, җүмлидин һәммә әмәлдарлар, һәммә батур палванлар, җәмий болуп он миң әсирни вә барлиқ һүнәрвәнләр вә төмүрчиләрниму елип кәтти; жуттики хәлиқтин әң намратлардин башқа һеч ким қалмиди.15У Йәһоакинни Бабилға елип кәтти вә шуниңдәк падишаниң анисини, падишаниң аяллирини, униң ағватлири вә жуттики мөтивәрләрни әсир қилип Йерусалимдин Бабилға елип барди.16У батур-палванларниң һәммисини (йәттә миң еди), һүнәрвән вә төмүрчиләрни (җәмий бир миң еди) — буларниң һәммиси җәңгивар адәмләр болуп, Бабилниң падишаси уларни әсир қилип, Бабилға елип кәтти.17Андин Бабилниң падишаси Йәһоакинниң тағиси Маттанияни униң орнида падиша қилип, униң исмини Зәдәкияға өзгәртти.
Зәдәкия Йәһуда үстидә сәлтәнәт қилиду18Зәдәкия падиша болғанда жигирмә бир яшта болуп, он бир жил Йерусалимда сәлтәнәт қилди. Униң аниси Либнаһлиқ Йәрәмияниң қизи болуп, исми Һамутал еди.19Зәдәкия Йәһоакимниң барлиқ қилғинидәк, Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилатти.20Пәрвәрдигарниң Йерусалимға һәм Йәһудаға қаратқан ғәзиви түпәйлидин, Пәрвәрдигар уларни Өз һозуридин һайдивәткичә болған арилиқта, төвәндики ишлар йүз бәрди: — авал, Зәдәкия Бабил падишасиға исян көтәрди.