Падишаһлар «2»18uig_cyr

Һәзәкия Йәһуданиң үстидә һөкүм сүриду

1Елаһниң оғли, Исраилниң падишаси Һошияниң сәлтәнитиниң үчинчи жилида, Йәһуданиң сабиқ падишаси Аһазниң оғли Һәзәкия Йәһудаға падиша болди.2У падиша болғанда жигирмә бәш яшта болуп, Йерусалимда жигирмә тоққуз жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Аби еди; у Зәкәрияниң қизи еди.3Һәзәкия болса атиси Давутниң барлиқ қилғинидәк, Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилатти.4У «жуқури җайлар»ни йоқитип, «бут түврүкләр»ни чеқип «Ашәраһ»ларни кесип ташлап, Муса ясатқан мис иланни чеқип парә-парә қилип (чүнки у чаққичә Исраиллар униңға хушбуй яқатти), униңға «Нәһуштан!» дәп исим қойди.5Һәзәкия Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға таянди. Бу җәһәттә нә униңдин кейин кәлгән нә униңдин илгири өткән Йәһуда падишалириниң арисидики һеч бири униңға йәтмәйтти.6У Пәрвәрдигарға чиң бағлинип униңға әгишиштин чиқмай, бәлки Пәрвәрдигар Мусаға буйруған әмирләрни тутатти.7Пәрвәрдигар униң билән биллә еди; у қайсила ишқа чиқса шуниңда раваҗлиқ болатти. У Асурийә падишасиниң һакимийитигә қарши чиқип униңға беқинди болуштин янди.8У Филистийләргә һуҗум қилип уларни Газа шәһири вә униң әтрапидики зиминлириғичә, күзәт мунаридин мустәһкәм қорғанғичә бесип мәғлуп қилди.9Вә шундақ болдики, Һәзәкия падишаниң сәлтәнитиниң төртинчи жилида, йәни Исраилниң сабиқ падишаси Елаһниң оғли Һошияниң сәлтәнитиниң йәттинчи жилида, Асурийәниң падишаси Шалманәзәр Самарийәгә һуҗум қилип уни қамал қилди.10Үч жилдин кейин улар шәһәрни алди; Һәзәкияниң сәлтәнитиниң тоққузинчи жили, йәни Исраил падишаси Һошияниң сәлтәнитиниң тоққузинчи жилида, Самарийә ишғал қилинди.11Андин Асурийәниң падишаси Исраилларни Асурийәгә елип кетип, уларни Халаһда, Гозандики Хабор дәриясиниң бойлирида вә Медиаларниң шәһәрлиридә маканлаштурди.12Чүнки улар өз Худаси Пәрвәрдигарниң авазиға итаәт қилмиди, бәлки Униң әһдисигә, йәни Пәрвәрдигарниң қули Муса буйруғанниң һәммисигә хилаплиқ қилди; улар яки қулақ салмиди, яки әмәл қилмиди.Асурийә империйәси - миладийәдин илгирил 650-жили
Сәннахериб Йәһудаға таҗавуз қилиду
13Һәзәкия падишаниң сәлтәнитиниң он төртинчи жили, Асурийәниң падишаси Сәннахериб Йәһуданиң барлиқ қорғанлиқ шәһәрлиригә һуҗум қилип чиқип, уларни ишғал қилди.14У вақитта Йәһуданиң падишаси Һәзәкия Лақишқа адәм әвәтип, Асурийәниң падишасиға: Мән гунакар! Мәндин чекингәйла, үстүмгә һәр немә чүшүрсилә шуни төләймән, — деди. Асурийәниң падишаси Һәзәкияға үч йүз талант күмүч билән оттуз талант алтун тохтитип қойди.15Һәзәкия Пәрвәрдигарниң өйидики вә падишаниң ордисиниң ғәзнисидики барлиқ күмүчни елип бәрди.16Шуниң билән бир вақитта Йәһуданиң падишаси Һәзәкия Пәрвәрдигарниң өйиниң ишиклиридин вә өзи әслидә қаплатқан ишик кешәклиридин алтунни аҗритип елип, Асурийәниң падишасиға бәрди.17Шу чағда Асурийә падишаси Сәннахериб Тартан, Раб-Сарис вә Раб-Шакәһлирини чоң қошун билән Лақиш шәһиридин Йерусалимға, Һәзәкияниң йениға әвәтти. Улар Йерусалимға чиқип кәлди. Чиққанда, улар кир жуйғучиларниң етизиниң бойидики йолда, жуқури көлчәкниң нориниң бешиға келип турди.18Улар падишани чақирғанда, Һилқияниң оғли, ордини башқуридиған Елиаким, ординиң диванбеги Шәбна вә Асафниң оғли, орда мирзибеги Йоаһлар уларниң йениға кәлди.19Вә Раб-Шакәһ уларға мундақ деди: — «Силәр Һәзәкияға: — «Улуқ падиша, йәни Асурийә падишаси саңа мундақ деди, дәңлар: — Сениң мошу ишәнгән таянчиң зади немиди?20Сән: «Уруш қилишқа тәдбир-мәслиһәтимиз һәм күчимиз бар, дәйсән — бу пәқәт бир қуруқ гәп, халас! — Сән зади кимгә тайинип маңа қарши өктә қописән?21Мана әнди сән йериқи бар әшу қомуш һаса, йәни Мисирға тайинисән. Бириси униңға йөләнсә, униң қолиға санҗип кириду; Мисир падишаси Пирәвнгә таянғанларниң һәммиси шундақ болиду!22Әгәр силәр маңа: «Биз Худайимиз болған Пәрвәрдигарға тайинимиз» — десәңлар, Һәзәкия өзи Йәһудадикиләргә вә Йерусалимдикиләргә: «Силәр пәқәт Йерусалимдики мошу ибадәтгаһ алдидила ибадәт қилишиңлар керәк» дәп, униңға аталған «жуқури җайлар»ни һәм қурбангаһларни йоқ қиливәттиғу? Улар әшу Пәрвәрдигарниң жуқури җайлири әмәсмиди?23Әнди һазир ғоҗайиним Асурийә падишаси билән бир тохтамға келиңлар: — «Әгәр силәрдә уларға минәлигидәк әскәрлириңлар болса, мән силәргә икки миң атни бекарға берәй!»24Силәрдә ундақлар болмиса, ғоҗайинимниң әмәлдарлириниң әң кичиги болған бир ләшкәр бешини қандақму чекиндүрәләйсиләр?! Гәрчә силәр җәң һарвулири вә атларни елиш үчүн Мисирға тайинисиләр!25Мән мошу йәрни һалак қилиш үчүн Пәрвәрдигарсиз кәлдимму? Чүнки Пәрвәрдигар маңа: «Мошу зиминни һалак қилишқа чиққин» — деди!».
26Елиаким, Шәбна вә Йоаһ Раб-Шакәһгә: — Пеқирлириға арамий тилида сөзлисилә; биз буни чүшинимиз. Бизгә ибраний тилида сөзлимисилә, гәплири сепилда турғанларниң қулиқиға кирмисун! — деди.27Бирақ Раб-Шакәһ: — Ғоҗайиним мени мошу гәпни ғоҗайиниңларға вә силәргила ейтишқа әвәткәнму? Мошу гәпни силәр билән бирликтә сепилда олтарғанларға дейишкә әвәткән әмәсму? Чүнки улар өз поқини йегүчи һәм өз сүйдүгини ичкүчи болиду!» — деди.28Андин Раб-Шакәһ ибраний тилида жуқури аваз билән: «Улуқ падиша, йәни Асурийә падишасиниң сөзлирини аңлап қоюңлар!» — дәп вақириди.29— «Падиша мундақ дәйду: — Һәзәкия силәрни алдап қоймисун! Чүнки у силәрни падишаниң қолидин қутқузалмайду.30Униң силәрни: — «Пәрвәрдигар бизни җәзмән қутқузиду; мошу шәһәр Асурийә падишасиниң қолиға чүшүп кәтмәйду» дәп Пәрвәрдигарға таяндурушиға йол қоймаңлар!31Һәзәкияға қулақ салмаңлар; чүнки Асурийә падишаси мундақ дәйду: — Мән билән сүлһилишип, мән тәрәпкә өтүңлар; шундақ қилсаңлар һәр бириңлар өзүңларниң үзүм бариңидин һәм өзүңларниң әнҗир дәриғидин мевә йәйсиләр, һәр бириңлар өз су көлчигиңлардин су ичисиләр;32та мән келип силәрни буғдайлиқ һәм шараплиқ бир зиминға, нени, үзүмзарлири вә зәйтун дәрәқлири бар, һәсәл чиқиридиған бир зиминға, йәни зиминиңларға охшаш бир зиминға апирип қойғичә йәп-ичивериңлар! Шуниң билән силәр тирик қелип, өлмәйсиләр! Һәзәкия силәргә: — «Пәрвәрдигар бизни қутқузиду» десә униңға қулақ салмаңлар!33Әл-жутларниң илаһ-бутлириниң бири өз зиминини Асурийә падишасиниң қолидин қутқузғанму?34Хамат вә Арпад дегән жутларниң илаһ-бутлири қени? Сәфарваим, Хена вә Ивваһ шәһәрлириниң илаһ-бутлири қени? Улар Самарийәни мениң қолумдин қутқузғанму?!35Мошу әл-жутларниң илаһ-бутлиридин өз зиминини қутқузған зади ким бар? Шундақ екән, Пәрвәрдигар Йерусалимни мениң қолумдин қутқузаламду?» — деди.36Амма хәлиқ сүкүт қилип униңға җававән һеч қандақ бир сөз қилмиди; чүнки падишаниң буйруғи шуки: — «Униңға җавап бәрмәңлар».37Андин Һилқияниң оғли, ордини башқуридиған Елиаким, орда диванбеги Шәбна вә Асафниң оғли, орда мирзибеги Йоаһлар кийим-кечәклирини житишип, Һәзәкияниң йениға келип, Раб-Шакәһниң гәплирини униңға уқтурди.