Падишаһлар «2»13uig_cyr
Йәһоаһаз Исраил үстидин һөкүм сүриду
1Аһазияниң оғли, Йәһуданиң падишаси Йоашниң сәлтәнитиниң жигирмә үчинчи жили, Йәһуниң оғли Йәһоаһаз Самарийәдә Исраилға падиша болуп, Самарийәдә он йәттә жил сәлтәнәт қилди.2У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналириға әгишип маңди; у улардин һеч чиқмиди.3Буниң үчүн Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға қозғалди; у уларни Сурийәниң падишаси Һазаәлниң вә Һазаәлниң оғли Бән-Һададниң қолиға тапшуруп бәрди.4Йәһоаһаз Пәрвәрдигардин рәһим тилиди; вә Пәрвәрдигар Исраилниң қисилип қалғанлиғини көрүп дуасиға қулақ салди. Чүнки Сурийәниң падишаси уларға зулум қиливататти.5Пәрвәрдигар Исраилға бир қутқузғучи тайинлиди; шуниң билән улар Сурийләрниң қолидин азат болуп қутулди. Кейин Исраил йәнә бурунқидәк өз өй-чедирлиридә маканлашти.6Лекин улар Исраилни гунаға путлаштурған Йәробоам җәмәтиниң гуналиридин чиқмиди; улар йәнила шу йолда маңатти. Һәтта Самарийәдә бир «Ашәраһ» бутму қалған еди.7Сурийәниң падишаси Йәһоаһазға пәқәт әллик атлиқ ләшкәрни, он җәң һарвуси билән он миң пиядә әскиринила қалдурған еди. Чүнки у Йәһоаһазниң қошунини йоқитип хамандики топа-чаңдәк қиливәткән еди.8Әнди Йәһоаһазниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин сәлтәнитиниң һәммә қудрити «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?9Йәһоаһаз ата-бовилириниң арисида ухлиди вә Самарийәдә дәпнә қилинди. Андин оғли Йоаш орнида падиша болди.Йоаш Самарийә үстидин һөкүм сүриду •••• «Йоаш»ниң башқа шәкли «Йәһоаш»10Йәһуданиң падишаси Йоашниң сәлтәнитиниң оттуз йәттинчи жилида Йәһоаһазниң оғли Йәһоаш Самарийәдә Исраилға падиша болуп, он алтә жил сәлтәнәт қилди.11У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; у Исраилни гунаға путлаштурған, Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналириниң һеч қайсисини ташлимиди; у шу йолда маңатти.12Әнди Йоашниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин униң Йәһуданиң падишаси Амазия билән җәң қилип көрсәткән қудрити «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?13Йоаш ата-бовилириниң арисида ухлиди вә Йәробоам униң тәхтигә олтарди. Йоаш Самарийәдә Исраилниң падишалири арисида дәпнә қилинди.
Елишаниң ахирқи бешарити14Елиша өз әҗилини йәткүзидиған кесәл билән ятти. Исраилниң падишаси Йоаш униң қешиға келип униң йүзигә еңишип жиғлап: И атам, и атам, Исраилниң җәң һарвуси һәм атлиқ әскәрлири!» дәп пәряд көтәрди.15Елиша униңға: Бир я билән я оқлирини кәлтүргин, деди. У я билән я оқлирини кәлтүргәндә16Елиша Исраилниң падишасиға: Қолуңни яға селип тутқин, деди. У қолини қойғанда Елишаму қоллирини падишаниң қоллириниң үстигә қоюп, униңға:17— Мәшриқ тәрәптики деризини ачқин, деди. У уни ачқанда Елиша: Атқин, деди. У етивиди, Елиша униңға: Мана бу Пәрвәрдигарниң нусрәт я оқи, йәни Сурийәниң үстидин нусрәт қазинидиған я оқидур. Сән Сурийләрни йоқатқичә Афәқтә улар билән җәң қилисән, деди.18Андин у: — Я оқлирини қолуңға алғин, деди. Уларни алғанда, Елиша Исраилниң падишасиға: Улар билән йәргә урғин, деди. У үч қетим уруп тохтиди.19Худаниң адими униңға аччиқлинип: Сән бәш-алтә қетим урушуңға тоғра келәтти. Шундақ қилған болсаң, сән Сурийләрни уруп йоқитип үзүл-кесил мәғлуп қилаттиң; лекин әнди Сурийләрни уруп, пәқәт үч қетимла мәғлуп қилалайсән, деди.20Елиша өлүп дәпнә қилинди. Әнди һәр жили, жил бешида Моаблардин топ-топ булаңчилар жутқа паракәндичилик салатти.21Бир күни шундақ болдики, хәлиқ бир өлгән адәмни йәрлигигә қоюватқанда, мана, улар бир топ булаңчиларни көрүп қалди, улар җәсәтни Елишаниң гөригә ташлиди. Җәсәт Елишаниң устихиниға тәккәндә, у тирилип, қопуп тик турди.22Амма Сурийәниң падишаси Һазаәл болса Йәһоаһазниң һәммә күнлиридә Исраилға залимлиқ қилатти.23Лекин Пәрвәрдигар уларға меһриван болуп ич ағритатти; Ибраһим билән Исһақ вә Яқупқа бағлиған әһдиси түпәйлидин У уларға илтипат қилип, уларни бүгүнгә қәдәр һалак қилмай, Өз һозуридин чиқириветишни халимиған еди.24Сурийәниң падишаси Һазаәл өлди вә оғли Бән-Һадад униң орнида падиша болди.25Андин кейин Йәһоаһазниң оғли Йәһоаш Һазаәлниң оғли Бән-Һададниң қолидин Һазаәл өз атиси Йәһоаһаздин җәңдә тартивалған шәһәрләрни яндурувалди. Йәһоаш уни уруп, үч қетим мәғлуп қилип, шуниң билән Исраилниң шәһәрлирини яндурвалди.