Падишаһлар «2»12uig_cyr

1Йәһуниң сәлтәнитиниң йәттинчи жилида Йәһоаш падиша болди; у қириқ жил Йерусалимда сәлтәнәт қилди. Униң аниси Бәәр-Шебалиқ Зибияһ еди.2Йәһоаш Йәһояда каһин униңға несиһәт қилип турған барлиқ күнләрдә, Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилди.3Пәқәт «жуқури җайлар»ла йоқитилмиди; хәлиқ йәнила «жуқури җайлар»ға чиқип қурбанлиқ қилип хушбуй яқатти.4Йәһоаш каһинларға: — Пәрвәрдигарниң өйигә Худаға аталған һәммә пул, җүмлидин ройхәттин өткүзүлгән һәр кишиниң баҗ пули, қәсәм ичкәнләрниң пули вә һәр ким ихтияри билән Пәрвәрдигарниң өйигә беғишлап әкәлгән һәммә пулни5каһинлар ғәзничиләрдин тапшурувелип Пәрвәрдигарниң өйиниң қайси йери бузулған болса, шу пулни ишлитип шуларни оңшисун, деди.6Лекин Йәһоаш падишаниң сәлтәнитиниң жигирмә үчинчи жилиғичә, каһинлар ибадәтханиниң бузулған йәрлирини техичә оңлимиған еди.7Андин Йәһоаш падиша Йәһояда каһин вә башқа каһинларни чақирип уларға: — Немишкә ибадәтханиниң бузулған йәрлирини оңшимидиңлар? Мундин кейин ғәзничиләрдин пул алмаңлар вә өзүңлар ибадәтханиниң бузулған йәрлирини оңлатмаңлар, деди.8Шуниң билән каһинлар мақул болушуп: Биз буниңдин кейин хәлиқтин пул алмаймиз һәм өзимиз ибадәтханиниң бузулған йәрлириниму оңшимаймиз, деди.9Әнди Йәһояда каһин бир сандуқни елип чиқип, япқучидин бир төшүк тешип уни қурбангаһниң йениға қойди; кишиләр Пәрвәрдигарниң өйигә киргәндә, у оң тәрәптә туратти. Дәрвазиға қарайдиған каһинлар Пәрвәрдигарниң өйигә кәлтүрүлгән барлиқ пулни униңға салатти.10Вә шундақ болаттики, улар сандуқта көп пул чүшкәнлигини көрсә, падишаниң кативи билән баш каһин ибадәтханиға чиқип, Пәрвәрдигарниң өйидики пулни халтиға чигип, санап қоятти.11Андин улар Пәрвәрдигарниң өйини оңшайдиған иш башлириға өлчәп-һесаплап берәтти. Улар болса уни Пәрвәрдигарниң өйини оңшайдиған яғаччи билән тамчилар,12ташчилар билән таштирашларға берәтти. Улар мошу пулни Пәрвәрдигарниң өйиниң бузулған йәрлирини оңшашқа лазим болған яғач билән оюлған ташларни сетивелишқа, шуниңдәк ибадәтханини оңшашқа вә һәммә башқа чиқимға ишлитәтти.13Лекин Пәрвәрдигарниң өйигә кәлтүрүлгән пул ибадәтханиға атилидиған күмүч қача-қучилар, пичақлар, пиялиләр, канайлар, я алтундин яки күмүчтин ясалған башқа һәр қандақ нәрсиләрни яситишқа ишлитилмәйтти.14Улар бәлки шу пулни иш бешилириға берип, Пәрвәрдигарниң өйини оңшитатти.15Улар пулни иш беҗиргүчиләрниң ишләмчиләргә тәқсим қилип бериши үчүн тапшуратти; лекин униң һесаватини қилмайтти; чүнки булар инсап билән иш қилатти.16Лекин итаәтсизлик қурбанлиғи пули билән гуна қурбанлиғиға мунасивәтлик пуллар Пәрвәрдигарниң өйигә елип келинмәйтти; у каһинларға тәвә еди.17У вақитта Сурийә падишаси Һазаәл Гат шәһиригә һуҗум қилип, уни ишғал қилди. Андин Һазаәл Йерусалимға һуҗум қилишқа йүзләнди.18Шуниң билән Йәһуданиң падишаси Йәһоаш өз ата-бовилири болған Йәһуда падишалири Йәһошафат, Йорам вә Аһазия Пәрвәрдигарға тәқдим қилған һәммә муқәддәс буюмларни, вә өзи тәқдим қилғанлирини Пәрвәрдигарниң өйи һәм падишаниң ордисиниң ғәзнилиридин издәп тапқан барлиқ алтунға қошуп, һәммисини Сурийәниң падишаси Һазаәлгә әвәтти; андин Һазаәл Йерусалимдин чекинди.19Йоашниң башқа әмәллири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?20Әнди Йәһоашниң хизмәткарлири униңға қәст қилип Силла давини тәрипидики Милло қәлъәсидә уни өлтүрди.21Униң хизмәткарлиридин Шимеатниң оғли Йозақар вә Шомәрниң оғли Йәһозабад уни зәхимләндүрди, шуниң билән у өлди. У өз ата-бовилириниң арисида «Давутниң шәһири»дә дәпнә қилинди. Оғли Амазия униң орнида падиша болди.