Тарих-тәзкирә «2»
19
/
uig_cyr
Йәһошафат Худадин агаһ қобул қилиду
1
Йәһуда падишаси Йәһошафат аман-есән Йерусалимдики ордисиға қайтип кәлди.
2
Алдин көргүчи Һананиниң оғли Йәһу падиша Йәһошафатниң алдиға чиқип: — Сениң рәзилләрниң ярдимидә болуп, Пәрвәрдигарға өч болғанларни сөйгиниң дурусму? Шу сәвәптин Пәрвәрдигарниң ғәзиви бешиңға чүшидиған болди.
3
Һалбуки, сән ашәраһ бутлирини зиминдин йоқитип ташлиғиниң вә Худани издәшкә нийәт қилғиниң үчүн сәндиму яхшилиқ тепилди, деди.
4
Йәһошафат Йерусалимда олтиратти; кейинки вақитларда у хәлиқ арисиға чиқип, Бәәр-Шебадин тартип Әфраим тағлириғичә сәпәр қилип, хәлиқни товва қилдуруп ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарға яндурди.
info
5
У йәнә Йәһуда тәвәсидики барлиқ қорғанлиқ шәһәрләрдә сорақчиларни тайинлиди;
6
у сорақчиларға: — Өз қилғанлириңларға еһтиятчан болуңлар; чүнки силәрниң һөкүм чиқиришиңлар инсан үчүн әмәс, бәлки Пәрвәрдигар үчүндур; силәр һөкүм чиқарғиниңларда у чоқум силәр билән биллә болиду.
7
Әнди Пәрвәрдигарниң вәһимиси көз алдиңларда болсун; өз қилғанлириңларға еһтиятчан болуңлар; чүнки Пәрвәрдигар Худайимизда наһәқлиқ йоқ, йүз-хатир қилиш йоқ, пара йейишму йоқтур, деди.
8
Йәһошафат Лавийлардин, каһинлардин вә Исраил җәмәтлириниң башлиридин бәзиләрни Йерусалимға қайтуруп келип, уларни Йерусалимдиму Пәрвәрдигарниң һөкүмлирини чиқириш вә хәлиқниң әрз-дәвалирини бир тәрәп қилишқа тайинлиди.
info
9
Йәһошафат уларға: — Силәр бу ишларни Пәрвәрдигарниң қорқунучида болуп садақәтлик билән чин көңлүңлардин беҗириңлар.
10
Һәр қайси шәһәрләрдә туридиған қериндашлириңларниң алдиңларға елип кәлгән барлиқ әрз-дәваси, мәйли у хун дәваси болсун, қанун-әмир вә һөкүм-бәлгүлимиләр тоғрисидики әрз-дәва болсун, уларниң Пәрвәрдигар алдида гунакар болуп қалмаслиғи үчүн, шундақла Пәрвәрдигарниң ғәзиви өз бешиңларға вә қериндашлириңларниң бешиға келип қалмаслиғи үчүн, уларни һаман агаһландуруп туруңлар; шундақ қилсаңлар, гунакар болмайсиләр.
11
Пәрвәрдигарға тәәллуқ ишларда силәрни баш каһин Амария башқуриду; падишаға даир ишларда, силәрни Йәһуда җәмәтиниң йолбашчиси Исмаилниң оғли Зәбадия башқуриду; силәрниң хизмитиңларда туридиған Лавийлар бар. Җасарәтлик болуп ишлириңларни қилиңлар вә Пәрвәрдигар ишни дурус қилғучилар билән биллә болиду! — деди.
Powered by Seed Bible API
expand_more
Search
All books
Old Testament
New Testament
chevron_left
Previous Chapter
Books
search
Search
explore
Discover
share
Share
chevron_right
Next Chapter