Падишаһлар «1»10uig_cyr

Шебаниң аял падишаси Сулайманни издәп келиду

1Шебаниң аял падишаси болса Сулайманниң Пәрвәрдигарниң нами билән бағлинишлиқ болған даңқ-шөһритини аңлап, уни қийин чигиш-соаллар билән синиғили кәлди.2У хушбуй буюмлар, интайин тола алтун вә яқут-гөһәрләр артилған төгиләрни елип, чоң дәбдәбә билән Йерусалимға кәлди. Сулайманниң қешиға кәлгәндә өз көңлигә пүккән һәммә иш тоғрилиқ униң билән сөзләшти.3Сулайман униң һәммә сориғанлириға җавап бәрди. Һеч немә падишаға қараңғу әмәс еди, бәлки һәммисидә униңға җавап бәрди.4Шебаниң аял падишаси Сулайманниң даналиғиға, ясиған орда-сарайға,5дәстихандики таамларға, әмәлдарларниң қатар-қатар олтиришлириға, хизмәткарлириниң қатар-қатар турушлириға, уларниң кийгән кийимлиригә, униң сақийлириға вә униң Пәрвәрдигарниң өйидә атап сунған көйдүрмә қурбанлиқлириға қарап, үни ичигә чүшүп кәтти.
6У падишаға: — Мән өз жутумда силиниң ишлири вә даналиқлири тоғрисида аңлиған хәвәр раст екән;7Амма мән келип өз көзлирим билән көрмигичә бу сөзләргә ишәнмигән едим; вә мана, мән йериминиму аңлимиған екәнмән; силиниң даналиқлири билән бәрикәт-баяшатлиқлири мән аңлиған хәвәрдин зиядә екән.8Силиниң адәмлири немидегән бәхитлик-һә! Һемишә силиниң алдилирида туруп даналиқлирини аңлайдиған бу хизмәткарлар нәқәдәр бәхитликтур!9Силидин сөйүнгән, силини Исраилниң тәхтигә олтарғузған Пәрвәрдигар Худалири мубарәктур! Пәрвәрдигар Исраилға мәңгүлүк бағлиған муһәббити үчүн, У силини тоғра һөкүм вә адаләт сүргили падиша қилди, деди.10У падишаға бир йүз жигирмә талант алтун, интайин көп хушбуй буюмлар вә яқут-гөһәрләрни соға қилди. Шебаниң аял падишаси Сулайман падишаға сунған шунчә зор миқдардики хушбуй буюмлар униңдин кейин һеч көрүнгән әмәс11(Һирамниң Офирдин алтун әпкелидиған кемилириму Офирдин йәнә интайин зор миқдардики сәндәл яғичи вә яқут-гөһәрләрни елип кәлди.12Падиша сәндәл яғичидин Пәрвәрдигарниң өйи үчүн вә падишаниң ордиси үчүн пәләмпәй-саласунлар ясатти һәм нәғмә-навачилар үчүн чилтарлар вә сазларни шуниңдин ясатти. Шу вақиттин кейин шундақ зор миқдардики есил сәндәл яғичи бу вақитқичә һеч кәлтүрүлмиди я көрүлүп бақмиди).13Сулайман падиша Шебаниң аял падишасиға өз шаһанә сахавитидин бәргәндин башқа, аял падишаниң көңли тартқан һәммини — немә сориса, шуни бәрди; андин у хизмәткарлири билән йолға чиқип өз жутиға қайтип кәтти.
Сулайманниң байлиқлири
14Сулайманға һәр жили кәлтүрүлгән алтунниң өзи алтә йүз атмиш алтә талант еди.15Бу киримдин башқа, тиҗарәтчиләрдин, оқәтчиләрниң содисидин, барлиқ Әрәбийә падишалиридин вә өз зиминидики әмәлдарлардин һәм алтун кәлтүрүлди.16Сулайман падиша икки йүз чоң сипарни соқтурди вә һәр сипарға алтә йүз шәкәл алтун кәтти;17шундақла үч йүз қалқанни япилақланған алтундин ясиди; һәр бир қалқанни ясашқа үч мина алтун ишлитилди; падиша уларни «Ливан ормини сарийи»ға есип қойди.18Падиша пил чишлиридин чоң бир тәхтни ясап, уни тавланған алтун билән қаплатти.19Тәхтниң алтә қәвәтлик пәләмпийи бар еди. Тәхтниң баш йөләнчүки жумилақ болуп, орундуқниң икки йенида таянғучиси бар еди, һәр бир таянғучниң йенида бирдин өрә турған ширниң һәйкили бар еди.20Алтә қәвәтлик пәләмпәйниң үстидә, оң вә сол тәрипидә өрә турған он икки ширниң һәйкили болуп, һәр бир басқучниң оң-сол тәрипидә бирдин бар еди; башқа һеч қандақ әлдә униңға охшаш ясалғини йоқ еди.21Сулайман падишаниң барлиқ җам-пиялилири алтундин ясалған; «Ливан ормини сарийи»дики барлиқ қача-қучилар тавланған алтундин ясалған; уларниң һеч қайсиси күмүчтин ясалмиған; Сулайманниң күнлиридә күмүч һеч немигә әрзимәйтти.22Чүнки падишаға қарашлиқ деңизда жүридиған, Һирамниң кемилиригә қошулуп «Таршиш кемә» әтритиму бар еди; «Таршиш кемә әтрити» үч жилда бир қетим келип алтун-күмүч, пил чишлири, маймунлар вә тозларни әкеләтти.23Сулайман падиша йәр йүзидики барлиқ падишалардин байлиқта вә даналиқта үстүн еди.24Худа Сулайманниң көңлигә салған даналиқни аңлаш үчүн йәр йүзидикиләр һәммиси униң билән дидарлишиш арзуси билән келәтти.25Кәлгәнләрниң һәммиси өз соғитини елип келәтти; йәни күмүч қача-қучилар, алтун қача-қучилар, кийим-кечәкләр, дубулға-савутлар, тетитқулар, атлар вә қечирларни елип келәтти. Улар һәр жили бәлгүлик миқдарда шундақ қилатти.26Вә Сулайман җәң һарвулири вә атлиқ әскәрләрни жиғди; униң бир миң төрт йүз җәң һарвуси, он икки миң атлиқ әскири бар еди; у уларни «җәң һарвуси шәһәрлири»гә вә өзи туруватқан Йерусалимға орунлаштурди.27Падиша Йерусалимда күмүчни таштәк көп, кедир дәрәқлирини җәнубий түзләңликтики үҗмә дәрәқлиригә охшаш нурғун қилди.28Сулайман алған атлар Мисирдин вә Кувәдин еди; падишаниң тиҗарәтчилири уларни Кувәдин бекитилгән баһада алатти.29Мисирдин елип кәлгән бир җәң һарвусиниң баһаси алтә йүз күмүч тәңгә, һәр ат болса йүз әллик тәңгә еди; вә улар йәнә Һиттийларниң падишалири һәм Сурийә падишалири үчүнму охшаш баһада елип чиқти.